Уйғур вә тибәт тәшкилатлири 20 дөләт башлиқлириға қарита очуқ мәктуп елан қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.08.31

31-Авғуст күни дуня уйғур қурултийи, хәлқара тибәт тори, җәнубий моңғулийә инсан һәқлири учур мәркизи қатарлиқ чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан бәш тәшкилат хаңҗудики йиғинға қатнишидиған 20 дөләт башлиқлириға қаритип очуқ мәктуп елан қилди.

Дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилат тор бәтлиридә бүгүн елан қилинған бу мәктупта хитайниң 20 дөләт башлиқлири йиғини һарписида инсан һәқлирини дәпсәндә қилидиған бир түркүм бихәтәрлик тәдбирлири алғанлиқи, чәтәлләрдики аммиви тәшкилат паалийәтчилиригиму йолсиз чәклимиләр қойғанлиқи пакит вә мисаллар билән оттуриға қоюлған. Очуқ мәктупта мәһбус профессор илһам тохти вә нобел саһиби лю шавбониң қоюп берилиши мәсилисидә һечқандақ бир иҗабий аламәт йоқлуқи әскәртилгән.

Тәшкилатлар очуқ мәктупниң ахирида түрмидики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қоюп берилиши, хаңҗу аһалилириниң һаятиниң нормалға қайтурулуши қатарлиқ тәләплирини оттуриға қоюп, 20 дөләт башлиқлирини бу җәһәттә ши җинпиң вә йәрлик әмәлдарлар билән сөзлишишкә дәвәт қилған.

Очуқ хәткә юқириқи 3 тәшкилаттин башқа хоңкоң оқуғучилар федаратсийәси вә хитай пуқралар күчи тәшкилатниң башлиқлириму имза қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.