Қазақистан билән хитай уйғур райони пуқралириниң қазақистан пуқралиқиға өтүшидә хитайниң рухситини елишқа келишкән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.25

Йеқинда қазақистан билән хитай имзалиған қазақистан-хитай пуқралириниң өз ара учурлирини алмаштуруш келишимидә, уйғур райони пуқралириниң қазақистан пуқралиқиға өтүштә хитайниң “дөләт тәвәликидин ваз кәчкәнлики” һәққидики испатнамә көрситиши бәлгиләнгән. Буниң уйғур райони пуқралириниң қазақистан пуқралиқиға өтүшини техиму қийинлаштуридиғанлиқи, чүнки хитайниң өзигә тәһдит яки “дүшмәнлик хаһиши бар”, дәп қаралған кишиләргә хитай “дөләт тәвәликидин ваз кәчкәнлики” гә аит испатнамә бериши мүшкүл икәнлики қәйт қилинмақта. Радийомиз хитай бөлүминиң хәвәр қилишичә, қазақистан парламенти 20-сентәбир күни “қазақистан-хитай һөкүмәтлири арисидики икки дөләт пуқралириниң өз ара учурини алмаштуруш келишими” ни тәстиқлиған.

Лекин хәвәрдә, даириләрниң бу келишим қазақистан җумһурийити билән хитай хәлқ җумһурийити алақидар органлириниң қанунсиз көчмәнләр вә икки дөләт тәвәлики саһәсигә аит қилмишларға зәрбә бериштә қануни асас тикләп бәрди, дәп көрсәткәнлики қәйт қилинмақта. Мәлум болушичә, келишимдә йәнә һәр икки дөләт чеградин кириш, туруш вә чиқишта қанунға хилаплиқ қилған кишиләрни бир-биригә уқтуридиғанлиқи билдүрүлгән.

Мәзкур келишимниң хәлқарада, болупму ғәрб дөләтлиридә хитайниң бастурушидин қачқан уйғур вә башқа мусулман түркий милләтләрни хитайға қайтурмаслиқ, уйғурларни қоғдаш һәққидики чуқанлар күчийиватқан бир вақитта имзалинип, қазақистан парламентида тәстиқлиниши диққәт қозғимақта. Қазақистан һөкүмити йеқинқи 25 йил мабәйнидә уйғурларға панаһлиқ беришни рәт қилип, нурғун уйғурларни хитайға қайтуруп берипла қалмай, йеқинқи бир қанчә йилдин бери қазақларғиму сиясий панаһлиқ беришни қийинлаштурған. Радийомиз хитай бөлүминиң бу һәқтики хәвиридә, бу келишим уйғур районидин қазақистанға көчүп чиққан қазақ пуқралиридиму әндишә пәйда қилғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә қазақистан таратқулиридин нәқил кәлтүрүлүшичә, бу йилниң башлиридин бери қазақистанда 462 киши қош дөләт тәвәлики сәвәбидин мәмури җавабкарлиққа тартилған болуп, буларниң көп қисми уйғур районидин кәлгәнләр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.