Хитай һөкүмити қәшқәрдә ул әслиһәләр қурулушини давамлиқ кеңәйткән

Мухбиримиз әркин
2020.11.13

Бу йил уйғур ели корона вируси юқуминиң қаттиқ тәһдитигә учриған болсиму, лекин хитай һөкүмити қәшқәрдә олтурақ ой, ятақлиқ мәктәп, айродром қатарлиқ ул әслиһәләр қурулушини давамлиқ кеңәйткән. “хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, қәшқәрдә даириләр һазирға қәдәр муқим мүлүккә селинған йиллиқ вәзипә нишанини 101 пирсәнт орундиған. Көзәткүчиләр мәзкур вилайәттә юқум мәзгилидиму ул әслиһәләр қурулушиниң давамлиқ кеңийиши хитай көчмәнлирини йөткәш, уйғурларни көчүрүш, лагер қурулуши қатарлиқ амиллар билән мунасивәтлик, дәп қаримақта.

“хитай хәвәрлири” ниң ашкарилишичә, бу мәзгилдә қәшқәрниң пәйзиват наһийәсиниң өзидила ичимлик су, әрзан баһалиқ өй, ятақлиқ мәктәп қатарлиқ 832 хил қурулуш түри тамамланған. Хәвәрдә тәкитлишичә, бу йил 10-айниң 24-күни қәшқәр конашәһәр наһийәсидә корона вируси юқуми тарқилип, пүтүн вилайәт қамал қилинған болсиму, лекин ул әслиһәләр қурулуши тохтимиған.

Хәвәрдә нөвәттә қәшқәр айродромини кеңәйтиш қурулуши, ташқорған айродроми қурулушини өз ичигә алған 261 хил ул әслиһә қурулушиниң давамлишиватқанлиқини билдүргән. Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап милйонлиған уйғурни лагерларға қамаш, қамақ җазалириға һөкүм қилип ичкири өлкиләргә йөткәш билән бир вақитта йәнә районниң ул әслиһәлиригә кәң көләмлик мәбләғ селип, хитай көчмәнлирини түркүмләп йөткәп чиқишқа башлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.