Қирғизистан вә өзбекистан баш министирлири қәшқәрдә ма шиңрүй билән үч тәрәплик сөһбәт өткүзгән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.03.01

Қирғизистан вә өзбекистан баш министирлири 1-март күни уйғурларниң тарихий вә мәдәнийәт бөшүки болған қәшқәрдә зиярәттә болуп, уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңрүй билән үч тәрәплик сөһбәт өткүзгән. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, қирғизистан баш министири ақил җаппароф, өзбекистан баш министири абдулла арипоф вә ма шиңрүйниң үч тәрәплик сөһбәттә, үч дөләт рәһбәрлириниң мақуллиған ортақ қарарлирини әмәлийләштүрүш, уйғур дияри билән қирғизистан вә өзбекистанниң йәрлик орунлири билән болған һәр саһәдики һәр тәрәплимә “әмәлий һәмкарлиқ” ни  чоңқурлаштуруш мәсилисидә  шуниңдәк тәрәпләр көңүл бөлидиған чоң ишларда чоңқур пикир алмаштурғанлиқи қәйт қилинмақта. Бу, тунҗи қетим бирдин артуқ чәт әл һөкүмәт башлиқлириниң бирла вақитта қәшқәрдә зиярәттә болуп, хитай әмәлдарлири билән үч тәрәплик сөһбәттә болушидур.

“шинҗаң гезити” қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә, үч тәрәплик сөһбәткә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин туниязму қатнашқан. Хәлқарада уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблиниватқан хитайни җавабкарлиққа тартиш, уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләш чуқанлири давамлишиватқан, қирғизистан билән өзбекистан б д т да хитайниң “шинҗаң сиясити” ни қоллаштин ваз кечишкә чақириливатқан бир пәйттә, бу икки һөкүмәт башлиқиниң қәшқәргә келип, үч тәрәплик сөһбәттә болуши диққәт қозғимақта. Қирғизистан таратқулириниң хәвәрлиридә, үч тәрәплик учришишта тәрәпләрниң торғат чегра еғизида ортақ тәкшүрүшләрдә болидиғанлиқи билдүрүлгән. Үч тәрәплик қәшқәр сөһбити американиң өткән һәптә бәзи қирғизистан ширкәтлирини русийәгә чәкләнгән мәһсулатларни експорт қилиши сәвәбидин җазалишиниң арқисидин өткүзүлгән. Мәлум болушичә, йеқинқи 1-2 йилдин бери қирғизистан билән өзбекистанниң русийәгә мәһсулат експорт қилиши шиддәтлик артқан.  Бәзи ғәрб таратқулириниң хәвәрлиридә, хитайниң бәзи мәһсулатларни уйғур районидин қирғизистан вә өзбекистан арқилиқ русийәгә чиқириватқанлиқи илгири сүрүлгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.