Марко рубийо хитайниң тәсир көрситиш һәрикитигә тақабил турушниң зөрүрлүкини тәкитлигән

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.28

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо хитайниң америка җамаәтчиликиниң еңини бурашни мәқсәт қилған тәсир көрситиш һәрикәтлирини қаттиқ күчәйтиватқанлиқини билдүргән. У буниңға мисал қилип, хитайниң тик-ток әпиниң буниңдики ролиниң интайин чоң болуватқанлиқини, хитайниң бу әп арқилиқ һәм милйонлиған америкалиқларниң шәхси учуриға еришсә һәм уларниң меңисини бураватқанлиқини билдүргән.

У бу сөзләрни америка кеңәш палатаси қармиқидики истихбарат комитети (senate intelligence committee) да уюштурулған бир гуваһлиқ аңлаш йиғинида қилған.

27-Сентәбир күни, хитай һөкүмитиниң америкадики яман нийәтлик тәсир көрситиш һәрикитигә тақабил туруш һәққидә өткүзүлгән бу гуваһлиқ аңлаш йиғинида америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) җасуслуққа қарши туруш бөлүминиң сабиқ ярдәмчи мудири ален кохлер (Alan Kohler) , әркинлик сарийиниң алий тәтқиқатчиси сара кук қатарлиқ мутәхәссисләр қатнишип, хитай һөкүмитиниң америкадики тәсир көрситиш васитилири вә униң көлими һәққидә гуваһлиқ бәргән.

Йиғинда мутәхәссисләр бирдәк, хитайниң америкадики җамаәт пикрини бураш қилмишлириға тақабил турушни вәзийәтниң җиддий тәқәззаси, дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.