Сериқбуя йезисида йәнә хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, икки хитай сақчиси өлтүрүлгән
2013.11.16
Маралбешиниң сериқбуя йезисида йәнә хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, икки хитай сақчиси өлтүрүлгән, икки нәпири еғир яриландурулған.
Тийәнәнмен аптомобил һуҗуминиң җиддийлики техи пәсәймигән вәзийәттә мәйданға кәлгән бу һуҗум хитай ахбаратлириниң диққитини тартмақта.
“тәңритағ торини” ниң хәвәр қилишичә, 16 - ноябир чүштин кейин саәт 3:30 әтрапида абла әхәт қатарлиқ 9 нәпәр киши қәшқәр маралбеши сериқбуя сақчиханисиға һуҗум қилип, 2 нәпәр ялланма сақчини өлтүргән, 2 нәпәр сақчи яриландурған. Һуҗум қилғучилар нәқ мәйданда етип ташланған.
Хәвәрдә башқа һуҗумчиларниң кимлики вә һуҗум һәққидики тәпсилатлар ашкариланмиған.
Бу шуниң билән бу йил сериқбуяда иккинчи қетим вәқә чиқиши.
Бу йил 23 - апирил сериқбуяда уйғурлар билән хитай һөкүмәт хадимлири арисида тоқунуш йүз берип, 15 нәпәр хитай һөкүмәткә хадимни өз игә алған 21 адәм өлгән иди.
Илгири хитай ахбарати бу хилдики вәқәләрни асасән хәвәр қилмайтти, қилсиму хәлқара ахбаратларда ашкариланғандин кейин азрақ хәвәр қилишқа мәҗбур болатти.
Бу нөвәт даириләрниң немә сәвәбтин бу хәвәрни ашкара елан қилишни қарар қилғанлиқи мәлум әмәс.