Шәрқий җәнубий асия дөләтлири ортақ гәвдә қурушқа пүтүшти

Мухбиримиз үмидвар
2015.11.23


Шәрқий җәнубий асия дөләтлири иттипақға әза дөләтләр башлиқлири бу йилниң ахириғичә иқтисадий ортақ гәвдә қурушқа аит хитабнамә имзалиди.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур хитабнамә йәкшәнбә күни малайшия пайтәхти куала - лампурда имзаланған болуп, хитапнамидә ейтилишичә, шәрқий җәнубий асия дөләтлири иттипақиға әза 10 дөләт, йәни малайшия, кмабоджа, лаос, бирма, сингапор, тайланд, бруни, вйетнам, һиндонезийә вә филиппин 2015 - йили, 12 - айниң 31 - кунидин илгири мәзкур дөләтләрниң район характерлиқ ортақ гәвдә қурушқа аит рәсмийәтләрни беҗирип болуши лазим икән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, мәзкур ортақ гәвдә,бихәтәрлик, иқтисад, мәдәнийәттин ибарәт үч тәрәп бойичә мәзкур шәрқий җәнубий асия дөләтлири иттипақиниң ички қисмидики ортақлиқни күчәйтишни мәқсәт қилидикән. Иқтисадий тәрәп ортақ гәвдиниң муһим бир қисми болидикән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, мәзкур қорулидиған ортақ гәвдә бирликкә кәлгән әмгәк базири, ортақ баҗ райони вә башқиларни өз ичигә алидикән. Әмма һәр қайси әза дөләтләр иқтисадий вә пул - муамилә җәһәттики өз алдиға бәлгиләш һоқуқи сақлинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.