Шималий корейә рәһбири ким җуңунниң алий дәриҗилик ярдәмчиси “қатнаш вәқәси”дә өлгән

Мухбиримиз әркин
2015.12.30

Шималий корейә рәһбири ким җуңунниң алий дәриҗилик ярдәмчиси, шималий корейә әмгәк партийәси бирликсәп бөлүминиң башлиқи ким яңгон сәйшәнбә күни йүз бәргән бир қетимлиқ “қатнаш вәқәси” дә өлгән.

Ким яңгун пйоңяңниң җәнубий корейә ишлириға мәсул әмәлдари иди. Шималий корейә мәркизи ахбарат агентлиқи чаршәнбә күни бәргән хәвиридә, ким яңгунни ким җуңунниң “йеқин йолдиши, мустәһкәм инқилабий йолдиши” дәп тәриплигән.

Ким яңгун бу йил 8‏-айда шималий корейәниң җәнубий корейә билән елип барған сөһбитигә рәһбәрлик қилған. Бу йил җәнубий корейәниң проңяңға қарши радио тәшвиқатини әслигә кәлтүрүши шимал билән җәнуб оттурисидики һәрбий тоқунушни кәлтүрүп чиқарған иди.

Әмма икки тәрәп пәнмунҗум уруш тохтитиш нуқтисида сөһбәт елип берип, келишим һасил қилған. Нәтиҗидә, җәнубий корейә радио тәшвиқатини тохтатқан, шималий корейә өзиниң чеградики иғвагәрчилик һәрикитидин әпу сориған иди.

Бәзи хәвәрләрдә ашкарилишичә, ким яңгун 2007‏-йили сабиқ шималий корейә рәһбири ким җуңил билән җәнубий корейә президенти ро тейвуниң өз ара учрушишида йетәкчилик рол ойниған шәхсләрниң бирикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.