Хитай компартийисиниң 6 - қурултийи мәзгилидә кишилик һоқуқ тор саһиплири тутқун қилинди

Мухбиримиз меһрибан
2016.10.25


Хәлқара таратқуларниң хәвәрлири вә радийомиз игилигән әһваллардин, 24 - өктәбир бейҗиңда башланған хитай компартийисиниң 18 нөвәтлик 6 - омумий йиғини мәзгилидә, бейҗиңда бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилгәнлики, аммиви тор бекәтлиридә йиғин тоғрилиқ муназирә қилмаслиқ агаһландурулғанлиқи вә кишилик һоқуққа аит хәвәрләр берилидиған тор бекәт саһиплириниң тутқун қилинған яки назарәт астиға елинғанлиқи мәлум болди.

Радийомиз хитай бөлүмигә кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, икки күндин буян хитайдики үндидар, ч ч салунлирида тор бекәт саһиплири вә топ башлиқлири тордашларниң йиғин һәққидә муназирә қилишиниң чәкләнгәнлики тоғрилиқ агаһландурушларни бәргән. Хитай кишилик һоқуқ тор бекәтлиридин “4 - июн тори” саһиби хуаң чи вә “пуқраларға нәзәр” торниң саһиби лю феййө иккәйлән йиғин һарписида тутқун қилинған.

25 - Өктәбир радийомизниң зияритини қобул қилған “4 - июн тори” пидаийлиридин пу фей әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур тор бикәт саһиби хуаң чи 24 - июн кәч саәт 9 дин кейин сақчилар тәрипидин елип кетилгән. Йәнә башқа учурлардин мәлум болушичә, йиғиндин бир күн илгири йәни 23 - өктәбир әтигәндә “пуқраларға нәзәр” торниң саһиби лю феййө дөләт аманлиқини қоғдиғучи сақчилар тәрипидин елип кетилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.