Америка президенти трамп хитайни “америка мәнпәәти вә қиммәт қарашлириға тәһдит” дәп көрсәтти

Мухбиримиз ирадә
2018.01.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка президенти доналд трамп сәйшәнбә күни ахшам дөләт әһвали һәққидә бәргән тунҗи қетимлиқ нутқида хитайни америкиниң “һәм иқтисадий һәм һәрбий җәһәттики әң чоң риқабәтчиси” дәп көрсәтти. У сөзидә, америка һөкүмитиниң хитай вә русийәдин келидиған тәһдитләргә қарши туруш үчүн һәрбий мудапиә күчини ашуридиғанлиқини билдүргән. У йәнә мундақ дегән: “дуня миқясида нурғун каззап реҗимлар, террорлуқ тәшкилатлири шундақла риқабәтчимиз болған хитай вә русийәләр бизниң мәнпәәтлиримизгә, бизниң иқтисадимизға вә бизниң қиммәт қарашлиримизға тәһдит қилмақта”.

Трамп бу тәһдитләргә қарши туруш үчүн америкиниң һәрбий мудапиә күчини үзлүксиз күчәйтидиғанлиқини билдүргән. 

Бирләшмә агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, президент трампниң бу сөзлири хитайни қаттиқ биарам қилди. Чаршәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң буниңға қайтурған инкасида икки дөләтниң ортақ мәнпәәтлириниң пәрқлириниң көплүкини тәкитләш билән биргә америкини “соғуқ уруш психикиси билән һәрикәт қиливатиду”, дегән. 

“вашингтон почтиси” гезитидә елан қилинған бу һәқтики мулаһизидин қариғанда, президент трампниң 30-январ күни кәчтә сөзлигән мәзкур нутқи америка һөкүмитиниң хитайға нәччә он йиллардин бери йүргүзүп кәлгән “һәмкарлиқ арқилиқ тинч дуня вә әркин хитай бәрпа қилиш” дәйдиған сияситини өзгәртип ; “қаттиқ риқабәтлишиш” истратегийисини йолға қоюдиғанлиқиниң йәнә бир намайәндиси болуп һесаблинидикән. 

Сәйшәнбә күни йәнә, америка дөләт истихбарат идариси, йәни CIA ниң башлиқи майк помпийо б б с агентлиқиға қилған сөзидиму, хитай америкаға бериватқан зиянниң русийәдинму көплүкини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.