Хитай тәтқиқатчилири қәшқәр-гвадар каридориниң аманлиқини шәхси ширкәтләргә көтүрүп беришни тәвсийә қилди
2016.12.30
Йеқинда, хитайниң бир тәтқиқат орни доклат тәйярлап, қәшқәр -гвадар иқтисади каридорини қоғдашни хитай шәхси бихәтәрлик ширкәтлиригә һавалә қилишни оттуриға қойған. Бу доклат хитай “хәлқ университети”ниң чуңяң институти билән “сәйҗиң” журнили тәрипидин тәйярланған.
Доклатта, қәшқәр -гвадар иқтисади каридори қурулушиға қатнишидиған ширкәтләр бихәтәрлик мәсилисини өзи һәл қилиш тәвсийә қилинған. Қәшқәр-гвадар иқтисади каридори хитайниң “бир линийә бир бәлвағ” пиланидики һалқилиқ қурулушларниң бири. Хитай һөкүмити қәшқәр билән пакистанниң гвадар портини һава, таш йол, төмүр йол арқилиқ туташтуридиған бу қурулушқа 46 милярд доллар мәбләғ селишқа вәқә қилған. Әмма бихәтәрлик мәсилиси хитайни изчил әндишигә селип кәлгән.
Бу қурулуш уйғур тәшкилатлириниң қаршилиқиға учрапла қалмай, пакистанниң балтистан-гилгит вә балуҗистан өктичилириниң қаттиқ қаршилиқини қозғиған. Балуҗистан районида хитай ишчи вә инженирлар балуҗистан қораллиқ өктичилириниң һуҗум нишаниға айлинип қалған иди.
Йеқинда явропа парламентида өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида, балтистан -гилгитлиқ паалийәтчиләр, бу қурулуш балтистан-гилгит хәлқиниң кишилик һоқуқи вә муһитиға еғир бузғунчилиқ қиливатқанлиқини илгири сүргән.
Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қәйт қилишичә, бу каридорни қоғдаш хитай шәхси бихәтәрлик ширкәтлиригә көтүрүп берилсә, бу кишилик һоқуқ вә хәлқара өлчәмләрниң техиму еғир бузғунчилиққа учришини кәлтүрүп чиқиридикән.