Пирезидент байдин хитай әмәлдарлирини җазалаш вә уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләшни қайта узартти
2024.12.31
Америка пирезиденти җов байдин 2025-йили кириш һарписида, американиң хитай әмәлдарлирини җазалаш тәдбири вә америка федератсийә аппаратлириниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини сетивелишини чәкләшни узартишқа даир икки қанун маддисиға имза қойған. Бу қанун маддилири американиң 2025-йиллиқ “дөләт мудапиәсигә һоқуқ бериш қануни” ға киргүзүлгән болуп, пирезидент байдин бу қанунға 22-декабир имза қойған. Мәлум болушичә, хитай һөкүмәт әмәлдарлириға қаритилған “магнитиский кишилик һоқуқ җазаси” ниң бу шәкилдә қайта узартилиши 2020-йили 6-айда мақулланған һәмдә 2025-йили сүрүки тошидиған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниң аз дегәндә йәнә 10 йил давамлишишини ишқа ашуридикән.
Пирезидент байдин бу қетим имза қойған “дөләт мудапиәсигә һоқуқ бериш қануни” мәзмун җәһәттә “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ға қайта һоқуқ бериш, шуниңдәк тибәт, хоңкоң һәм уйғур елигә мунасивәтлик бәзи қанунларға асасән җаза йүргүзүшкә қайта һоқуқ бериш қатарлиқ маддиларни өз ичигә алиду.
Мәлум болушичә, “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ға қайта һоқуқ бериш лайиһәсини 2024-йили 6-айда кеңәш палата әзаси марко рубийо билән җеф меркилей оттуриға қойған. Тибәт, хоңкоң һәм уйғурларға мунасивәтлик бәзи қанунлар бойичә җаза йүргүзүшкә қайта һоқуқ бериш лайиһәсини авам палата әзаси киристофер симит вә җеймис мекговерин оттуриға қойған болуп, ден филипс вә җой вилсон қатарлиқ палата әзалириниң қоллишиға еришкән.
Мәзкур қанун маддиси тунҗи қетим америка дөләт мудапиә министирлиқиниң дуняниң һәрқандақ йеридин уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни сетивелишини чәкләйду. Пирезидент байдинниң мәзкур қанунға имза қоюши “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң қарши елишиға еришкән. Мәзкур тәшкилат 30-декабир елан қилған баянатида, “буниң уйғурлар үчүн бир үмид совғиси” болуп қалидиғанлиқини билдүргән.