Уйғур елидики юқум қамали бошитилған болсиму, әмма юқумдарлар санида һечқанчә өзгириш болмиған

Мухбиримиз ирадә
2022.12.07

Йеқинда үрүмчидики 100 күндин ашқан қамал җәрянида йүз бәргән от апитидә қаттиқ қамал тәдбирлири сәвәбидин өйидин қечип чиқалмиған кишиләр һаятидин айрилған вә бу паҗиә үрүмчи аһалисиниң зор наразилиқиға сәвәб болған иди. Даириләр буниң билән қамал тәдбирлириниң пәйдинпәй бошитилидиғанлиқини елан қилип, аһалиләрниң өйлиридин чиқип өз районлирида һәрикәт қилишиға йол қойған.

“хитай хәвәрләр тори” вә “биңтуән тори” қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулириниң уйғур елидики юқум әһвали һәққидә елан қилған уқтурушларда, 6-декабир күни саәт 24:00 кичә болған арилиқта уйғур елида йеңидин юқумланған аламәтсиз юқумдар саниниң 400 нәпәр, кесәллик аламити бар юқумдар саниниң 6 нәпәр икинлики, райондики омумий юқумдарлар саниниң миңдин атуқ икәнлики билдүрүлгән.

Һалбуки, хитай һөкүмити елан қилған бу рәқәмләрниң үрүмчидә қаттиқ қамал йүргүзүлүп кишиләр ишикиниң алдиғиму чиқалмайватқан мәзгилдики юқум санидин көп пәрқләнмәслики, диққәт қозғимақта.

Радийомизға сөз қилған вилям ни қатарлиқ тәтқиқатчилар, илгири уйғур елидики юқум қамал тәдбирлиригә алаһидә диққәт қилиниши лазимлиқи, чүнки хитай даирилириниң асаслиқ нийитиниң адәмләрни юқумдин қоғдаш әмәс, бәлки қамални күчәйтип контроллуқни асанлаштуруш болуши мумкинликини ейтқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.