Хитай саяһәтчилирини уйғур райониға тошуш вәзиписи ашуруп орундалған
2023.04.12
Хитайчә “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ториниң 12-апрел күни чиқарған хәвиригә қариғанда, 2023-йил 1-айдин 3-айғичә уйғур райониға кәлгән хитай саяһәтчилири 35 милйон 220 миң адәм қетимға йетип, өткән йилдикидин 18.64 Пирсәнт ашқан.
Хитайниң дөләт һамийлиқидики “шинҗаң саяһәтчилики” бу йил уйғур районида саяһәт қилидиғанларни 200 милйон адәм қетимға йәткүзүшни нишанлиған.
“шинхуа тори” ниң өткән айда тарқатқан хәвиридин мәлум болушичә, бу йил уйғур районидики саяһәт қизғинлиқи бир ай бурун башланған. Уссулчи қизлар үрүмчи айродромиға чиқип уссул ойнап гуңдуңлуқ саяһәтчиләрни күтивалған. “1-май байрими” да келидиған саяһәтчиләрни күтивелиш үчүн уссулчилар қәшқәр, лиҗяң, харбин қатарлиқ җайларға өгинишкә әвәтилгән.
Бу хәвәрдә чиқирилған сүрәтләрдә уйғур районида селинған хитайчә пасондики музейлар, бағчилар, равақларда саяһәт қиливатқан хитайлар һәмдә уйғурлар билән хитайлар арилишип уссул ойнаватқан көрүнүшләр көрситилгән болуп, бу районниң аллиқачан “хитай мәдәнийитиниң бир қисми” икәнлики, “барчә милләтниң хушал-хурам яшайдиғанлиқи” тәшвиқ қилинған.
Әмәлийәттә хитайниң бу хил “шинҗаң саяһәтчилики” тәшвиқати ирқий қирғинчилиқ башланғандин буян давам қилип келиватқан болуп, үч йил бурун радийомизниң зияритини қобул қилған норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр бу хил тәшвиқатниң асасән сиясий мәқсәттә елип берилидиғанлиқини, ташқи җәһәттә хәлқара бесимға тақабил туруш, ички җәһәттә көпләп хитай саяһәтчилирини уйғур райониға қизиқтуруш үчүн икәнликини билдүргәниди.