“ачқучлуқ амал җавабкарлиқ” дегән волкер түркниң уйғурларни тилға алмаслиқи тәнқидкә учриди
2024.01.02
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түркниң йеңи йил мунасивити билән “б д т хәвәрлири” қанилиниң зияритини қобул қилип, украина билән ғәззәдә русийә билән исраилийәни җавабкарлиққа тартишни, кишилик һоқуқтики “ачқучлуқ амалниң җавабкарлиқ” икәнликини тәкитләп, лекин хитайниң уйғур мәсилисидики җавабкарлиқни тилға алмаслиқи тәнқидкә учриди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң сабиқ иҗраийә директори кеннис рус X та волкер түркниң сөзигә дәрһал инкас қайтуруп, “шинҗаңда уйғур мусулманлирини кәң көләмдә тутқун қилған вә җазалиған хитай һөкүмитини әйибләшни рәт қилған волкер түркни ким җавабкарлиққа тартиду” дәп соал қойған.
Волкер түрк “б д т хәвәрлири” гә қилған сөзидә, кишилик һоқуқни қоғдаштики “ачқучлуқ амалниң җавабкарлиққа тартиш” икәнлики, лекин дунядики мутләқ көп қисим тоқунушларда бу “ачқучлуқ амалниң ғайиб” болғанлиқини ейтқан. У, ғәззәдин украинағичә болған тоқунушларда кишилик һоқуққа хилаплиқ қилишни түгитиштики һалқилиқ амилниң җавабкарлиқ икәнлики, нөвәттә кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң ғәззәдики тоқунуш һәққидә “уруш җинайити” гә аит дәлилләрни топлап, уруштин кейинки қануний җавабкарлиқни сүрүштүрүшкә тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүргән. Лекин униң сөһбәттә уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” яки “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қилиш билән әйиблиниватқан хитайниң җавабкарлиқини тилғиму елип қоймаслиқи диққәт қозғиған. Кеннис рус X та елан қилған инкасини сабиқ б д т кишилик һоқуқ алий комиссари хитайниң қилмишини “инсанийәткә қарши җинайәт тәшкил қилиши мумкин” дәп әйиблигән болсиму, волкер түркниң хитайға қарита “һечқандақ әйибләштә болмиғанлиқи” ни көрсәткән. Волкер түркниң б д т кишилик һоқуқ кеңиши пат йеқинда хитайниң қәрәллик кишилик һоқуқ хатирисини қайта көрүп чиқидиған, бу йиғиндиму уйғур мәсилисиниң нуқтилиқ талаш-тартиш қилиниши пәрәз қилиниватқан бир пәйттә, униңдин атлап өтүши диққәт қозғимақта. Волкер түрк илгири бачелетниң “шинҗаң доклати” ни давамлиқ күчкә игә, дәп қарайдиғанлиқини ейтқан болсиму, лекин у буниңға суслуқ қилиш билән әйиблинип кәлгән.