Нәшрият идарисиниң уйғур башлиқи идеологийә саһәсидики бихәтәрликини қоғдайдиғанлиқини вәдә қилди
2017.05.30
Уйғур диярида давамлишиватқан уйғур қатарлиқ һөкүмәт кадирлириниң очуқ хәт елан қилип, хитай компартийисигә садақитини ипадиләш һәрикити һәр саһә вә һәр хил кәсипләрдики һөкүмәт кадирлири арисида, идеологийә саһәсидики конкрет мәзмунлар бойичә күрәш қилиш ирадисини билдүрүш шәклидә давамлашмақта.
Өткән җүмә күни хитайниң “шинҗаң гезити”дә хәлқ нәшриятиниң муавин баш муһәррири әли тохтиниң очуқ хети елан қилинди. Әли тохти очуқ хетидә аталмиш үч хил күчләрниң “милләт, дин, байриқини көтүрүвелип, илмий тәтқиқатни баһанә қилип, милләт, тарих, дин, мәдәнийәттин пайдилинип, тарихни бурмилаш, өзгәртиш, ялғанни тоқуш, сахтилиқ қилиш арқилиқ хитай компартийисини инкар қилишқа урунғанлиқи, хитай һөкүмитиниң диний, миллий сияситигә һуҗум қилғанлиқи”ни алаһидә тәкитлигән вә нәшрият саһәсидә бу хил мәзмундики язмиларниң елан қилинишиға йол қоймайдиған ирадисини ипадилигән.
Хитай даирилири уйғурлар зиялийлири арисида идеологийә саһәсидики бастурушни 60 йилдин буян давамлаштуруп келиватқан болуп, 50-60 йилларда аталмиш “пан түркизм, йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш”, 70-йилларда: “буржуа идеологийисигә зәрбә бериш”, 90 йилларда “бөлгүнчилик идийилиригә зәрбә бериш” қатарлиқ һәр хил сиясий һәрикәтләр арқилиқ уйғур зиялийлириниң миллий иптихарлиқ мәдәнийәт кимлики ирадисини бастуруп, миллий кимлик, миллий мәдәнийәт һәққидики китаб нәшр буюмлирини чәкләп келиватқан вә надир уйғур язғучилириниң әсәрлирини чәкләп, уларни зәрбә нишани қилмақта. Техи бир ай илгирила хитай һөкүмәт даирилири уйғурларниң тарихи, мәдәнийитигә аит 100 дин артуқ китабниң чәкләнгәнликини елан қилған иди.