Хитай, америка авам палата әзаси җим макговернға җаза тәдбири қойған
2024.07.31
Хитай ташқи ишлар министирлиқи бүгүн йәни 31-июл күни, америка авам палатасиниң әзаси җим макговерн (Jim McGovern) ға “ички ишимизға арилашти” дәп җаза тәдбири қойғанлиқини җакарлиған.
Хитайниң “шинхуа агентлиқи” тарқатқан хәвәрдин қариғанда, хитай ташқи ишлар министирлиқи җим макговернни “ички ишлиримизға арилашти, дөләтниң игилик һоқуқи, бихәтәрлики вә иқтисадий мәнпәәтимизгә зиян салди” дәп әйиблигән; шундақла у вә аилисидикиләргә “хитайға киришини чәкләш, хитай билән сода қилишини чәкләш вә мал- мүлкини тоңлитиш” җазаси бәргәнликини җакарлиған.
Һалбуки, җим макговерн әпәнди болса X та хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бу қарариға инкас қайтуруп, хитайниң бу бимәнә җазасини өзигә берилгән бир шәрәп медали дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
Америка авам палатасиниң әзаси вә дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири комитетиниң рәислиридин бири болған җим макговерн әпәнди уйғурлар мәсилисигә изчил көңүл бөлүп кәлгән шәхс болуп, бу һәқтә көп қетим испат аңлаш йиғинлирини чақирған, сөз қилған, лагер шаһитлири билән көрүшкәниди. У, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зулуминиң америка һөкүмити тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилишидә муәййән рол ойниған.
Җим макговерн әпәнди 31-июл X дә елан қилған сөзидә мундақ дегән:“хитай рәһбәрлири өзлириниң қорқунчлуқ кишилик һоқуқ әһвали һәққидә башқиларниң гәп қилишини халимиса, кишилик һоқуқ әһвалини яхшилиши, йәни тибәттики зулумини , шинҗаңдики ирқий қирғинчилиқини вә хоңкоңдики демократийәгә зәрбә беришни ахирлаштуруши керәк”.
Җим макговерн сөзидә йәнә “хитай һөкүмитиниң бу бимәнә җазаси уларниң әркин вә очуқ муназиридин қандақ қорқидиғанлиқини көрситип бериду. Дуня уларниң немә қиливатқанлиқини давамлиқ көзитиду, кишилик һоқуққа көңүл бөлидиған кишиләр сүкүт қилмайду” дегән.