Чеграсиз мухбирлар тәшкилати явропа иттипақини хитайниң икки ахбарат оргинини җазалашқа чақирди
2016.01.21
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати явропа иттипақини хитайниң дөләт ахбарат органлириға қарита җаза тәдбири елишқа чақирди.
Мәзкур чақириқ пәйшәнбә күни йәни шиветсийәлик кишилик һоқуқ актипи питер даһлинниң хитай дөләтлик телевизийә қанилида өзигә артилған аталмиш “дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилиш” җинайитини “иқрар” қиливатқан көрүнүши тарқитилғандин кейин елан қилинди. Униң бу “иқрари” шинхуа агентлиқи тәрипидинму хәвәр қилинған.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати баянатида мундақ дегән: “биз қилчиликму ахбарат қиммити болмиған бу мәҗбурий иқрар қилдурулуш сәһнисини көрүп қаттиқ ғәзәпләндуқ. Мәркизи телевизийә истансиси вә шинхуа агентлиқи тәһдит вә бесим йоли билән елинған бу көрүнүшни базарға селиш арқилиқ өзиниң сепи өзидин тәшвиқат қорали икәнликини вә ахбарат оргини болуш салаһийитиниң йоқлуқини испатлап бәрди”.
Мәзкур тәшкилат баянатиниң ахирида, явропа иттипақини бу мәсилигә җиддий қарап, бу икки хәвәр оргиниға қарита җаза тәдбири елиши керәкликини билдүргән.
Питер даһлин “хитайда җиддий һәрикәт хизмәт гурупписи” намлиқ тәшкилатниң қурғучи әзалириниң бири иди. У бу йил 1-айниң 3-күни бейҗиң сақчи даирилири тәрипидин тутқун қилинған. Хитай даирилири уни “аммини һөкүмәткә қарши күшкүртүп, дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилидиған һәрикәтләрдә болуш” билән әйиблигән.