Хитайниң тинч окянда һәрбий маневир өткүзгәнлики алақидар тәрәпләрниң диққитини қозғиди
2017.12.21
Хитайниң шинхуа агентлиқи бүгүн хәвәр тарқитип, хитай деңиз армийәсиниң тинч окянниң ғәрбий қисмида йәнә бир қетимлиқ һәрбий маневир өткүзгәнликини, маневирға бомбардиманчи айропилан, күрәшчи айропилан, алдин сигнал бәргүчи айропилан вә уруш парахотлириниң қатнаштурулғанлиқини елан қилған.
Ройтерс агентлиқиниң илгири сүрүшичә, шинхуа агентлиқи тарқатқан бу хәвәрдә маневир өткүзүлгән ениқ орунни тилға алмаслиқ билән биргә йәнә бу маневирниң һечқандақ бир дөләт яки районни нишан қилмиғанлиқи, униң пәқәт адәттики мәшиқ икәнлики әскәртилгән.
Бирақ йеқинқи бир қанчә йилдин буян хитайниң өз деңиз тәвәсидин узақ җайларда һәрбий маневир елип беришни көпәйткәнлики диққәт қозғиған иди. Болупму униң тәйвән вә японийәгә йеқин җайларда елип барған һәрбий маневирлири алақидар тәрәпләрниң наразилиқини пәйда қилған иди.
Ақ сарай тәрипидин йеқинда елан қилинған “дөләт бихәтәрлик истратегийәси” намлиқ доклатта, хитайниң җәнубий деңиздики кеңәймичилик һәрикити алаһидә тилға елинди. Хитайни “риқабәтчи” дәп атиған бу доклатта “хитай америкиниң тинч окяндики тәсирини азайтишқа урунуп, америкиниң мәнпәәтигә хирис қиливатиду,” дейилгән. Бирақ, бүгүн хитай дөләт мудапиә министирлиқи ақ сарайниң бу доклатиға инкас қайтуруп, “америка хитайниң һәрбий тәрәққиятини мубалиғиләштүрүватиду,” дегән.