Хитай парахотлири талаш-тартиштики сенкаку араллири райониға киргән

Мухбиримиз үмидвар
2018.01.07

Японийәниң дөләтлик күндилик гезити “майничи” ниң хәвәр қилишичә йәкшәнбә күни әтигәндә хитайниң төт деңиз сақчи парахоти японийә билән хитай арисида талаш-тартишта туруватқан сенкаку араллириға йеқин японийә деңиз тәвәсигә киргән.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, хитай тәрәп мәзкур 4 сақчи парахотиниң хитай деңиз сақчи парахот әтритигә мәнсуп икәнлики вә уларниң бу йил тунҗи қетим хитайниң дявйү араллири районида чарлаш елип барғанлиқини билдүргән. японийә тәрәп бу парахотларниң биригә зенит пилимот орунлаштурулғанлиқи вә бу парахотларниң японийә деңиз тәвәсидә бир йерим саәт чарлап, қайтип кәткәнликини билдүргән. Әмма, һазирчә японийә тәрәпниң буниңға қарита рәсмий инкаси мәлум әмәс.

Хитайниң бу қетимлиқ сенкаку араллирини районида чарлаш елип бериш һәрикити өткән һәптә токйода өткүзүлгән йеңи йил мурасимида японийә баш вәзири шинзо абе 2018-йили японийә-хитай тинчлиқ вә достлуқ шәртнамиси имзаланғанлиқиға 40 йил тошидиғанлиқи, бу мунасивәт билән икки дөләт мунасивәтлириниң яхшилинишини үмид қилидиғанлиқини билдүргәндин кейин йүз бәргән. 

Японлар сенкаку, хитай дявйү араллири дәп атаватқан шәрқий деңиздики мәзкур араллар мәсилиси икки дөләт мунасивәтлириниң соғуқлишишидики муһим амиллар қатарида санилип келинмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.