Кишилик һоқуқ тәшкилатлири “шеин” гуруһиниң лондон аксийә базириға киришини чәкләшни тәләп қилди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.08.30

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә мәҗбурий әмгәкни чәкләш органлиридин тәшкил тапқан “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” хитай мода кийим ширкәтлиридин “шеин” (Shein)ниң лондон аксийә базириға киришини чәкләшни тәләп қилған.

Әнгилийә “күндилик почта” гезитиниң хәвәр қилишичә, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” йеқинда әнгилийә малийә базирини назарәт қилиш даирилиригә “шеин” ниң мәһсулат ишләпчиқириш һалқилириға уйғур мәҗбурий әмгикиниң ишлитилгәнликигә аит дәлилләрни сунған. Хәвәрдә ейтилишичә, уйғур паалийәтчи рәһимә мәһмутниң йетәкчиликидики “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” шеин гуруһиниң “әнгилийә заманиви қуллар әмгикини чәкләш қануни” ға хилаплиқ қилғанлиқи вә аксийә базири назарәтчилириниң бу җәһәттики “қаидә өлчәмлиригә әмәл қилиши” керәкликини тәкитлигән. Шундақла шеин гуруһиниң лондон аксийә базирида 50 милярт долларлиқ пай чеки тарқитиш пиланини рәт қилишни тәләп қилған.

“күндилик почта” гезитиниң билдүрүшичә, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” йоллиған доклатта “шинҗаң пахтиси” билән мәҗбурий әмгәкниң алақиси барлиқиға аит “ениқ дәлилләр” ниң мәвҗутлуқи, “блумберг” ниң 2022-йилидики тәҗрибихана синақлирида “шеин” ниң кийим-кечәклиригә “шинҗаң пахтиси” ишлитилгәнлики ашкариланғанлиқи көрситилгән. Доклатта йәнә әнгилийә юқири сотиниң қарарлирида “бу районда ишләпчиқирилған барлиқ пахта мәһсулатлири мәҗбурий әмгәкниң тәсиригә учриған” дәп көрситилгәнлики әскәртилгән.

“шеин” гуруһи илгири өзлириниң мәҗбурий әмгәккә қәтий йол қоймайдиғанлиқини ейтқан болсиму, әмма өткән һәптә өзиниң тәминләш зәнҗиригә аит икки һадисидә балилар әмгикиниң ишлитилгәнликини етирап қилған һәмдә балилар әмгикигә четишлиқ мал тәминлигүчиләр билән алақисини үзгәнликини елан қилған иди. Лекин “күндилик почта” гезитиниң билдүрүшичә, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” ниң адвокати рикардо гама “бизниң вакаләтчимиз, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ бир ширкәтниң өз содисини кеңәйтиштә әнгилийә сәрмайә базиридин пайдиланмаслиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилиду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.