Хитай даирилири коммунистик яшлар иттипақини ислаһ қилидиғанлиқини елан қилди
2016.08.03
Хитай даирилири коммунистик яшлар иттипақиға қаритилған башқурушни күчәйтидиғанлиқи вә уни ислаһ қилидиғанлиқини елан қилди.
Хитайдики коммунистик яшлар иттипақи хитай коммунистлириниң кейинки избасарлирини тәминләйдиған муһим тәшкилатлириниң бири болуп, хитайниң сабиқ рәислиридин ху җинтав мәзкур тәшкилаттин өсүп чиққан.
Униңдин башқа нөвәттә хитай һоқуқ сәһнисидики әң нопузлуқ шәхсләрдин баш министир ли кечяң, муавин рәис ли юәнчав, ху җинтавниң сабиқ мәслиһәтчиси, йеқинда түрмигә ташланған лиң җихуа қатарлиқларму яшлар иттипақида һоқуқ тутқан шәхсләр икән.
Лиң җихуа бу йил июлда дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш вә һоқуқни қалаймиқан ишлитиш җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Униңму әсли сиясий һаятини шәнши өлкисидики коммунистик яшлар иттипақида вәзипә өтәштин башлиғанлиқи мәлум.
Шинхуа ахбаратниң хәвәр қилишичә, хитай коммунистик партийиси мәркизий комитети сәйшәнбә күни “коммунистик яшлар иттипақини ислаһ қилиш пилани” ни елан қилди.
Пиланда, мәркизий иттипақ комитетиниң хадим вә орган ислаһати қилинидиғанлиқи, кадир таллаш, ишлитиш вә башқурушни ислаһ қилидиғанлиқи көрситилгән.
Хәвәрдә йәнә яшлар иттипақ кадирлириниң көпинчә вақтини яшлар билән өткүзүп, уларни “чоқум партийәниң гепини аңлашқа вә партийигә әгишиш” кә риғбәтләндүрүш керәклики көрситилгән.
Хитай коммунистик яшлар иттипақи 1922- йили қурулған болуп, униң әзалириниң сани 2015-йилиниң ахириғичә 87 милйонға йәткән.
Ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин кейин коммунистик яшлар иттипақиға қаритилған башқуруш бара-бара күчийишкә башлиған.
Хитай мәркизий интизам тәкшүрүш комитети бу йил апрелда яшлар иттипақиниң партийә билән мас қәдәмдә маңалмайватқанлиқини көрситип уларни әйиблигән.