Қазақистан уйғур мәтбуатлири зордун сабир тәвәллутиниң 80 йиллиқини хатирилиди

Мухбиримиз үмидвар
2017.11.12

Қазақистан һөкүмити тәрипидин иқтисад билән тәминлинип тарқитилидиған “уйғур авази” гезити сәһиписидә атақлиқ уйғур язғучиси зордун сабир тәвәллутиниң 80 йиллиқиға беғишланған мәхсус узун бир парчә мақалә елан қилинди. Қазақистанда тонулған журналист ядикар сабитоф тәрипидин йезилған мәзкур мақалидә бу йил зордун сабирниң дуняға кәлгәнликиниң сақ 80 йиллиқи икәнлики вә бу мунасивәт билән һазирқи заман уйғур әдәбиятидики мәшһур намайәндә зордун сабирниң һаят-паалийәтлири вә иҗадийәт мевилирини әсләшниң зөрүрлүкини илгири сүрүлгән.

Ядикар сабитоф мақалисидә зордун сабирниң барлиқ иҗади мевилирини әсләп өтүп, униң “ана юрт” трилогийәсигә униң иҗадийитиниң әң йүксәк пәллиси сүпитидә баһа бәргән. Униң қарашлириға таянғанда, “ана юрт” ниң мувәппәқийити 1944-1949-йиллардики миллий азадлиқ инқилаб тарихини әң тәсирлик вә реал тәсвирләп, уйғур хәлқиниң тарихи еңини күчәйтиштә иди. ядикар сабитоф зордун сабирға баһа берип, у:” өзиниң надир өлмәс әсәрлири билән хәлқимизгә зор мәниви озуқ ата қилди. У мутәпәккур язғучи сүпитидә өзиниң аҗайип өткүр пикирлири арқилиқ һәқиқәтни йорутуп, қәлбимизни мәниви нур билән йорутқан даңлиқ қәләм саһиби” дәп язиду. Зордун сабир 1937-йили ғулҗида туғулған болуп, униң “абрал шамаллири”, “издиниш”, “ана юрт” қатарлиқ бир йүрүш романлири вә көплигән повест һәм һекайилири нәшр қилинған. Зордун сабир 1998-йили үрүмчидә вапат болған иди.

Қазақистандики бир қисим уйғур әдиблириниң ейтишичә, һазир қазақистанда уйғур дияридики әдәбият билән қазақистандики уйғур әдәбият тарихини бир гәвдә нуқтисидин чүшиниш, абдухалиқ уйғур, лутпулла мутәллип, өмәр муһәммәди, хизмәт абдуллин, зия сәмәди, абдуреһим өткүр, зордун сабир вә башқа чеграниң икки тәрипидә өткән уйғур намайәндилиридин ортақ пәхирлиниш вә уларни дәрсликләргә киргүзүш пикирлири күчәймәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.