Қазақистанда “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 24 йиллиқи хатириләнди
2021.02.07
Бу йили дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридики уйғурлар қатарида қазақистандики уйғурларниңму 1997-йили 5-февралда уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә йүз бәргән қанлиқ паҗиәниң 24 йиллиқини хатириләш паалийитини өткүзүшни алдин-ала пиланлиғанлиқи мәлум. Корона вируси кесилиниң дуняға тарқилиш мунасивити билән қазақистан һөкүмити тәрипидин бекитилгән бихәтәрлик чарилири сәвәбидин бу хатириләш паалийити җай-җайларда аз сандики адәмләрниң бир йәргә җәм болуш шәкли билән вә барлиқ бихәтәрлик чарилирини қәтий сақлиған һалда өткүзүлди.
Биз әнә шу алмута шәһири вә алмута вилайитиниң һәр қайси мәһәллә вә йезилирида өткүзүлгән хатириләш паалийәтлирини уюштурғучиларни зиярәт қилдуқ.
Алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң челәк йезисида өткән хатириләш паалийитини уюштурғучи сәдирдин аюпоф әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “бүгүн қазақистанда бүгүнки вәзийәткә лайиқ яшлиримизни ойғитиш, яшлиримизни вәтән келәчики билән тонуштурушқа чақирдуқ. Шуниң билән биргә биз бир нәччә дуа-тәгбирләрни өткүздуқ. Пүткүл дуня яшлириниң келәчәк ғемини йәп, вәтән мустәқиллиқини қолға кәлтүрүшини сораймиз. Бүгүнки күндә дуняда барлиқ уйғурлар вәтәнсизликниң дәрдидин сәргәрдан болушимиз бизни қаттиқ ечиндуруватиду.”
Сәдирдин аюпоф йәнә дуняниң алдинқи қатарлиқ әллириниң уйғурларниң һәқиқәтәнму ирқий қирғинчилиққа дуч келиватқанлиқини етирап қилип, буни тохтитишқа һәрикәт қиливатқанлиқини, уйғурларниңму шуниңға маслишип қәтий һәрикәткә өтүш лазимлиқини билдүрди.
Игилишимизчә, гүлбаһар җелилова, зумрәт турсун, меһригүл турсун, гүлбаһар хативаҗи, турсунай зиявудун қатарлиқ лагер шаһитлириниң билдүрүшлири, болупму йеқинқи күнләрдә гүлбаһар хативаҗи, турсунай зиявидинниң лагерда қисмәтлири һәққидики баянлири қазақистан иҗтимаий таратқулирида зор ғулғула қозғиған.
Радийомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили, алмута вилайитиниң уйғур наһийәси чонҗа йезисиниң турғуни сәйдалим амутоф әпәнди хитай мустәмликиси астидики уйғурларниң бүгүнки әһвалиниң күн санап еғирлишиватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “буниңға сәвәб лагерларда қийниливатқан қизлиримиз, балилиримиз гуваһлиқ берип, лагер ичидә болуватқан хитайниң наһайити иплас қилиқлирини хәлққә таратқан қизимизниң әнә шу сөзлири бизниң йүрәкләрни зилзилигә салди. Мана, ғулҗа вәқәсигә 24 йил бопту. 24 Йил ичидә хитайниң рәзил сияситидин ни-ни оғланлиримиз у дунялиқ болди. Нурғун-нурғун оғуллиримиз, наһайити әқиллиқ, данишмән балилиримиз вәтәндин қечип чиқип кәтти. Нә чарә? әмма 2017-йилдин буян нурғун йеңилиқ, алға интилишлар болуватиду. Бизниң давайимиз һазир дуняға тарқалди. Мениң йәттә атам мушу қазақистанда туғулған. Әмма ана вәтинимниң азад болушини халап, өз өмрүмни вәтән дәвасиға тиккинимгә 40 йил бопту.”
Сәйдалим амутоф бүгүнки мурәккәп вәзийәттә қазақистанда аңлиқ вә милләтпәрвәр шәхсләрниң йетилип чиққанлиқини, уйғур миллий һәрикитидә паалийәт елип бериватқан барлиқ вәтәндашлирини бирликкә, иттипақлиққа чақиридиғанлиқини билдүрди.
Қазақистанда һәр йили уйғурлар 5-феврал ғулҗа вәқәсини чоң көләмдики йиғилиш вә башқа усуллар билән хатириләп кәлмәк иди. Өткән йили мәзкур хатириләш паалийити алмута шәһири вә алмута вилайитидики наһийәләрдин кәлгән вәкилләр болуп, 200 дин ошуқ адәмниң, шундақла татар, башқурт әзәрбәйҗан қатарлиқ милләт вәкиллириниң қатнишиши билән өткән болса, мана бу йил корона вируси сәвәбидин тамамән башқичә шәкилдә өтти.