Хувей ширкитиниң 5G техникиси хәлқарада сәзгүр темиға айланди
2020.05.29

Хитайда өткүзүлүватқан хәлқ қурултийида үрүмчи шәһириниң шәһәр башлиқи ясин сидиқ бу йил ахириғичә үрүмчи шәһиридә 3800 данә 5G тор техникиси понкити қуридиғанлиқини ашкарилиған. Униң илгири сүрүлүшичә, буниңдин кейин 5G техникиси арқилиқ саяһәт районлири, електрон торлири қатарлиқларни 360 градуслуқ чоңқурлап тәкшүрүш вә машина адәмлирини ишлитип көмүркан, полат тавлаш завутлири вә башқиларда өлчәш, тәкшүрүш елип бериш қатарлиқ иқтидарлар йолға қоюлидикән. Һазирғичә үрүмчидә 2200 5G понкити қурулуп болунған болуп, үрүмчи хитайдики 5G техникиси йолға қоюлған дәсләпки түркүмдики шәһәрләрниң бир икән.
Хитай хәвиридин ашкарилишичә, үрүмчидә 5G техникиси рәһбәрлик орни қурулған болуп, буниңдин кейин мәзкур 5G техникиси йеңи аммиви сорун биналири, аһалиләр райони, йол линийәси вә башқа қурулушлар билән тәң пиланлинип, тәң йолға қоюлидикән. Бу техника, ишләпчиқириш, енергийә, қатнаш, давалаш, маарип, мәһәллиләр вә башқа һәр қайси қатламларда омумйүзлүк қоллиниш ишқа ашурулидикән.
Әмма, хитай, мәзкур 5G техникисини йолға қоюшни қаримаққа тәрәққият вә хәлқ үчүн пайдилиқ дәп тәшвиқ қилсиму, бирақ униң йәнә бир мәқсити барлиқи, йәни униң уйғур районида күчәп йолға қоюлушиниң уйғурларға қарита назарәтни күчәйтиш үчүн икәнлики илгири сүрүлмәктә. Германийәлик уйғуршунас, америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси адриян зенз хуавей ширкитиниң мәһсулати болған г5 тор техникисиниң уйғур районида омумлаштурулушиниң уйғурларға болған назарәтниң техиму күчәйтилишидин дерәк беридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “5G ниң назарәт қилиш камералири вә телефон системилириға даир нурғун техникилиқ иқтидари бар. Һөкүмәт хадимлири вә мәһәллә кадирлири уйғур аилилирини зиярәт қилғанда телефондики системилар арқилиқ учур топлайду, тор қанчә тез болса уларниң назарәт қилиш пурсити шунчә ашиду вә асанлишиду, учурларни наһайити тез әвәткили болиду, назарәт қилидиған камералар арқилиқ һәммини техиму ениқ көргили вә авазларни ениқ аңлиғили болиду. Һәтта көпинчә камераларда аваз тонуш техникиси бар. 5G Техникисиниң санлиқ мәлуматлар арқилиқ назарәт қилидиған нурғун системилири бар”.
Австралийә истратегийәлик сиясәт институтиниң доклатиға қариғанда, хуавей ширкити хитай һөкүмитиниң уйғур районида мукәммәл сақчи дөлити бәрпа қилиш қурулушида актип рол ойниған.
Кишилик һоқуқ паалийәтчиси бәнедкит рогерс “әл җәзирә” телевизийәсиниң торида мақалә елан қилип, хуавей өзини шәхсий ширкәт дәп қарайдиған болсиму, униң хитайниң “дөләтлик истихбарат қануни” бойичә һөкүмәт җасуслуқ органлири билән өз херидарлириниң учурлирини һәмбәһирләшкә мәҗбурлинидиғанлиқи, униң хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш ишлириға янтаяқ болған бир ширкәт икәнликини баян қилғаниди.
“базфид хәвәрлири” ниң бюро мудири мега раҗагопалан 2017-йили қәшқәр, үрүмчи, турпан қатарлиқ уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларға берип, биваситә тәкшүрүш елип барған мухбирларниң бири. У буниңдин үч йил илгири көргәнлирини әсләп, өзиниң әйни вақиттиму чидиғусиз бир бастурушни көргәнлики, һазир әһвалниң техиму начарлашқанлиқини ейтип әпсусланди. У мундақ деди: “ким болушиңиздин қәтийнәзәр у йәрдә яшаш һәқиқәтән тәс, даим сақчи тәрипидин тохтитилисиз, компютер, телефон қатарлиқ електронлуқ үскүнилириңиз даим тәкшүрүлиду. Чидиғусиз дәриҗидики бесимни һес қилисиз. Қаршилиқ қилсиңиз болмайду. У йәрдики хәлқниң күндилик һаяти ашундақ өтиду”.
У йәнә мундақ деди: “әйни вақитта кишиләр әһвалниң унчилик начарлиқини хиял қилалмиғаниди, шуңа һәйран болушти. Уйғурлар яшаватқан ашу районларни саяһәт қилғанлар һәтта ашу әһвал тоғрилиқ йезилған доклатини оқуғанларниңму, йүз бериватқан еғир бастурушқа ишәнгүси кәлмиди”.
Мега уйғур елини зиярәт қилған вақит дәл хитайниң бу җайда йүз тонуш аппарати, камералар вә башқа түрлүк техникилар билән уйғурлар үстидики назарәтни һәссиләп ашурған вақит иди. Нөвәттә, 5G техникиси арқилиқ бу хил назарәтниң техиму ашидиғанлиқи җәзм қилинмақта.
Әнглийә парламент әзалиридин он нәччә киши әнглийә ташқи ишлар вазаритигә бирләшмә мәктуп йоллап, “шинҗаңдики еғир вәзийәткә бағлинишлиқ болған хуавей ширкитиниң дөлитимиздики 5G техникиси қурулушиға қатнишишини чәкләш лазим”, дәп көрсәткән. 2019-Йилиниң башлирида америка әнглийәни хуавей ширкитиниң 5G техникиси һәққидә һәмкарлашмаслиққа чақирғаниди.
“Business Insider”, йәни “сода ички йүзи” намлиқ торбәтниң 29-май бәргән хәвиригә қариғанда, әнглийә хитай билән болған һәмкарлиқни тохтитип, америка қатарлиқ иттипақдашлири билән биллә техникилиқ һәмкарлиқ орнитишни халайдиғанлиқини билдүргән.
Г5 тор техникисиниң немә үчүн мушунчилик сәзгүр темиға айланғанлиқи һәққидә шветсарийәдә яшаватқан компютер учур бихәтәрлик мутәхәссиси, доктор абдушүкүр абдурешит әпәнди мундақ деди: “5 хувей ширкитиниң мәблиғи хитай һөкүмитидин келиду вә топлиған учурлирини хитай һөкүмитини тәминләйду. 5G Техникисиниң кишиләрдә яман уқум пәйда қилишиниң асаси сәвәби хуавей ширкитиниң сиясий оюнларниң ичидә ойнайдиған роли”.