73 яшлиқ қазақ ана анархан қанатбек 12 йиллиқ кесилгән
2023.07.17

Қазақистанда яшаватқан муһаҗир гүлпийә қазибекниң радийомизға мәлум қилишичә, униң ғулҗа дөңмазарда яшаватқан 73 яшлиқ аниси анархан қанатбек 2017 -йили тутқун қилинип 12 йиллиқ кесиветилгән. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида анархан қанатбекниң ғулҗа байкөлдики аяллар түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқи айдиңлашти.
Һазир қазақистанда яшаватқан қазақ муһаҗир гүлпийә қазибекниң радийомизға инкас қилишичә, униң ғулҗа дөңмазарда олтурушлуқ аниси анархан қанатбек 2017 -йили 12 -айда нилқа наһийәсидики бир той мәрикиси сорунидин тутуп кетилгән. Тутқунниң нәдә икәнлики һәққидә һечқандақ учур бәрмигән даириләр аридин 8 ай өткәндә, униң 12 йиллиқ кесилгәнликини аилисигә уқтурған. Уқтурғандиму, кесимни бир сот һөкүми билән әмәс, бәлки йезиға чүшкән икки нәпәр кадир, шу мәзгилдә анархан билән тәң кесиветилгән бир гуруппа кишиләрниң тизимликини оқуп бәргән. Тутқун аилә тавабиатлириниң қоллириға һечқандақ бир қануний рәсмийәт тутқузулмиған.
Шу күнләрдә дөңмазарда туғқанлирини зиярәт қиливатқан гүлпийә қазибек анисиниң қануний ишлирини сүрүштә қилишни ғулҗидики 6 қериндишиға қалдуруп, өзи, зор өткәлләрдин өтүп қазақистандики йолдиши вә пәрзәнтлириниң йениға аман -есән чиқивалған. У қазақистанда туруп анисиниң вә қериндашлириниң кейинки әһвали һәққидә һечқандақ учур алалмиғандин кейин, бу зораванлиққа қарита қазақистандики хитай әлчиханиси алдида 3 йилдин буян изчил наразилиқ билдүрмәктә.
Телефонимизни қобул қилған дөңмазар базарлиқ сақчихана хадими анархан қанатбекниң нөвәттики әһвали һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмигән болсиму, әмма, униң ғулҗа шәһиридики байкөл түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқини инкар қилмиди.
Дөңмазардики бир әдлийә понкити хадими болса, анархан қанатбекниң нилқидин ғулҗа наһийәсигә елип келингәндин кейин, узун өтмәй ғулҗа шәһиридики “ тәрбийәләш мәркәзлири” гә йөткәлгәнлики вә 4 қетим орни алмаштурулғандин кейин, ахирида, йәни җаза һөкүми чиққандин кейин, ғулҗидики байкөл аяллар түрмисигә қамалғанлиқини ашкарилиди. Байкөл аяллар түрмисидә уйғур елиниң һәрқайси җайлиридин елип келингән мәһбуслар барлиқини тилға алған бу хадим, анархан қанатбекниң нөвәттә мана мушу түрмидә җаза өтәватқанлиқини дәлиллиди.