Дуня уйғур қурултийи “9-декабир уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” дә кәң-көләмлик намайиш қилишқа чақирди
2023.12.06

12- Айниң 2- күни, дуня уйғур қурултийи омумий вәкилләр йиғини чақирип, “ 9- декабир уйғур ирқи қирғинчилиқи” күнидә дуня миқясида кәң-көләмдә намайиш қилиш чақириқи елан қилди.
Бу һәқтә дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип,“ 9- декабир уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” ни хатириләшниң әһмийити һәққидә тохталди.
Дуня уйғур қурултийиниң бу йиғинида, 9-декабир күнини “уйғур ирқи қирғинчилиқи күни ” қилип бекитилгәнликиниң бир йиллиқи мунасивити билән, шәрқий түркистан даваси вә уйғур хәлқиниң мустәқиллиқ арзусини хәлқара күнтәртиптә тутуп туруш вә һелиһәм давам қиливатқан уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш вә хәлқара җәмийәткә хатирилитиш үчүн, муһаҗирәттики һәрқайси тәшкилатлар дуняниң һәр қайси җайлирида кәң көләмдә намайиш вә хатириләш паалийити өткүзүш қарари елинди.
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси зубәйрә шәмсиддин ханимму радийомизниң зияритини қобул қилип, “ 9-декабир уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” һәққидә көз қаришини баян қилди.
Д у қ ниң омумий вәкилләр йиғинда елинған қарарлар бойичә, 9-декабир германийәниң миюнхен шәһиридә кәң көләмлик намайиш елип бериш пиланланған; қурултай рәиси долқун әйса бу мунасивәт билән қурултай тор телевизийәсидин мәхсус чақириқ елан қилған.
Буниңдин башқа, 11-декабир күни америка парламентида бу һәқтә мәхсус йиғин вә ахбарат елан қилиш паалийити , японийә уйғур җәмийити тәрипидин уйғурларни қоллайдиған японлуқлар билән биргә һәрқайси шәһәрләрдә нутуқ сөзләш , тәшвиқат варақчилирини тарқитиш вә намайиш паалийәтлири, лондонда кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән биргә бирләшмә намайиш, түркләргә уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш йиғини вә 11-декабир қанун мәктипидә уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә мәлумат бериш паалийити, шундақла, канада, шиветсийә , норвегийә, австралийә , фирансийә , белгийә, шивейтсарийә , түркийә қатарлиқ җайларда бу күнни хатириләш мунасивити билән һәр хил паалийәт вә намайишлар өткүзүлмәкчи икән.