Абдулһәкимхан мәхсумниң вапат болғанлиқиниң 4 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди
2020.12.23
22-Декабир күни, истиқлал телевизийәсиниң орунлаштуруши билән тонулған җамаәт әрбаби вә дини алим абдулһәкимхан мәхсумниң вапатиниң 4 йиллиқи мунасивити билән тор хатириләш йиғилиши өткүзүлди. Йиғинға абдулһәкимхан мәхсумниң сәпдашлири вә савақдашлиридин шәрқи түркистан пән вә маарип һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, тонулған җамаәт әрбаби абдуқадир япчан, доктор алимҗан боғда, шәрқи түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор атавулла шаһяр вә атавулла хәлпәт һаҗим қатарлиқлар иштирак қилдй.
Йиғинда, дини алим абдулһәкимхан мәхсумһаҗимниң һаят вақтидики иш-излири, пикир-қарашлири вә күрәш җәрянидики ғайә вә мәқсәтлири муһакимә қилинди.
Шәрқи түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор атавулла шаһяр әпәндим абдулһәкимхан мәхсумниң пикир-қарашлири вә һаяти һәққидә тохталди. Атавулла шаһяр әпәндим абдулһәкимхан мәхсумниң түркийәдики уйғур тәшкилатлириниң қурулушидики роли, уйғур оқуғучиларниң тәрбийәлинишидики әмгәклирини муәййәнләштүрүп, өзлириниң хәлқ үчүн тәр төккән, җапа чәккән кишиләрни унтумайдиғанлиқини, мәңгү ят етип туридиғанлиқини ейтти.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған қәһриманмараш сүтчи имам университетиниң оқутқучиси доктор алимҗан боғда әпәндим абдулһәкимхан мәхсумниң түркийәдики шәрқи түркистан тәшкилатлириниң қурулушидики роли һәққидә тохтилип мундақ деди:
“абдулһәкимхан мәхсум йеқинқи заман шәрқи түркистан миллий мустәқиллиқ давасиға наһайити чоң төһпә қошти. Болупму һәр хил дөләтләрдә дини саһәдә оқуған яшларни топлап, шәрқи түркистан давасиға әмәлий хизмәт қилидиған сәһипә ичип бәрди. 2006-Йили шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитини қуруш билән тәшкилләш хизмитини башлиған болди. Абдулһәкимхан мәхсумниң тәшәббуси билән қурулған шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң қурлиши билән түркийәдә вә хәлқарада шәрқи түркистан даваси җанланди. Давани сиясий җәһәттинла илип меңиш әмәс, илмий саһәдики мутәхәссисләрни лайиқида тәшкилләш мәқситидә сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт фондини қуруп чиқти. Өлималар бирликиниң қурлишидиму чоң рол ойниди. Тәшкилатларни бир йәргә топлап, өз ара һәмкарлишидиған вәзийәт шәкилләндүрүш үчүн көп күч чиқарди. Шәрқи түркистан давасида, йеқинқи заман тарихимизда наһайити чоң төһпә вә һәссиләрни қошти”.
Паалийәткә қатнашқан җамаәт әрбаблири вә абдулһәкимхан мәхсумниң һаят вақтидики сәпдашлири абдулһәкимхан мәхсумниң миллий мустәқиллиқ давасидики роли, оттура асия дөләтлири вә вәтәндә уйғур даваси үчүн илип барған һәрикәтлири һәққидә тәпсилий тохталди.
Шәрқи түркистан йеңи әвлад һәрикитиниң башлиқи абдусалам тәклимакани әпәндим зияритимизни қобул қилип атиси абдулһәкимхан мәхсум һәққидә тохтилип өтти.
Абдулһәкимхан мәхсум һаҗим 1963-йили қағилиқ наһийәсидә дуняға кәлгән. Башланғуч, оттура вә толуқ оттура мәктәпләрни қағилиқта тамамлиған. 1980-Йилларда, қағилиқтики мәшһур диний алим абдулһәкимхан мәхсумдин диний тәлим алған. 1992-Йили мисирға берип, әзһәр университетида илим тәһсил қилған. 2003-Йили истанбулға келип түркийәдики уйғур җамаитиниң тәшкиллиниши вә сиясий паалийәтлиридә муһим рол ойниған. Абдулһәкимхан мәхсум 2016-йили 22-декабир истанбулда 53 йешида вапат болған.