Америка даирилири хитайға қарши мудапиә системисини илғарлаштурмақчи
2021.02.28
Америка вә канада даирилири хитай вә русийәгә тақабил туруш үчүн шималий қутуптики башқурулидиған бомба көзитиш системисини илғарлаштуршқа тутунған.
“вол стрет журнили” ниң хәвәр қилишичә, президент байден сәйшәнбә күни канада баш министири җастин трудо билән учрашқанда, канаданиң мудапиә сәрпиятини көпәйтип, шималий америка авиатсийә қоманданлиқ штабини илғарлаштурушни тәләп қилған.
Мәлум болушичә, мәзкур штаб америка вә канада армийәси соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридә сабиқ совет иттипақиға қарши туруш үчүн пайдиланған истратегийәлиик мәркәзләрниң бири икән.
У, сүний һәмраһ, радар вә һава армийә базисидин тәркиб тапқан болуп, американиң һәрбий иттипақдашлириға шималдин келидиған һуҗумлардин алдин сигнал бериш үчүн лайиһиләнгән икән.
Бу система әйни вақиттики интайин заманиви сеситма болсиму, амма униң нөвәттә русийә вә хитай пәйда қилидиған һәрбий хирисларға тақабил турушқа қурби йәтмәйдикән.
“вол стрет журнили” да нәқил қилишичә, президент байдин сәйшәнбә күнидики йиғиндин кейин мәзкур қоманданлиқ мәркизини очуқ-ашкара тилға алған вә һөкүмәтләрниң һәр икки тәрәп контроллуқидики мәзкур мудапиә системини заманивилаштурушқа қошулғанлиқини билдүргән.
Униңдин башқа мәзкур тема җүмә күни америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен билән канаданиң юқири дәриҗилик әмәлдарлири арисида өткүзүлидиған учришишниң күн тәртипигә киргүзүлгән.