Әнглийә пуқралириниң йерими хитай маллирини байқут қилмақта
2020.06.07
Корона вируси сәвәблик әнглийә пуқралириниң йерими дегүдәк хитай маллирини байқут қилмақта икән.
Әнглийәдин чиқидиған “експресс” гезитиниң бу һәқтики бир доклаттин нәқил елип Хәвәр Қилишичә, хитай даирилириниң корона вирусини бир тәрәп қилиш усулидин ғәзәпләнгән йеримдин көпрәк әнглийә пуқраси хитай маллирини байқут қилған.
Буларниң арисида бәзилири хитай маллирини елишни пүтүнләй тохтатқан болса, бәзилири хитай маллирини қисмәт байқут қилған.
Хәвәрдә көрситишичә, бу һәқтики доклатини “рәдфейлд вә вилтон” тәтқиқат җәмийити интернет арқилиқ елип барған рай синашқа асасән тәйярлиған. Рай синашта әнглийә нопусиниң 49 пирсәнтиниң хитай маллирини елишни байқут қилғанлиқи, 51 пирсәнтиниң хитай маллирини елишини давам қиливатқанлиқи байқалған.
Хәвәргә қариғанда йәнә, нөвәттә әнглийәдә хитай маллириға қаритилидиған җаза беҗини ашуруш пикирини қоллайдиғанларму көпийишкә башлиған.
Мәлуматларға қариғанда, корона вируси сәвәблик йирикләшкән әнглийә-хитай мунасивәтлири хитайниң хоңкоңға қаратқан бастуруш һәрикәтлири вә хоңкоңға мунасивәтлик хәвпсизлик қануниниң хитай хәлқ қурултийида мақуллуқтин өтүшигә әгишип техиму яманлашқан.
Хитай маллирини байқут қилиш садалири, америкиниму оттуриға чиқишқа башлиған.
Америка кеңәш палатаси әзаси рик скот йеқинда “хитай коммунист партийәси һакимийәт бешидики хитайда ишләнгән мәһсулатларни һечким алмаслиқи лазим” лиқини билдүргән иди.