Уйғур балилири түрк дуняси балилар фестивалида уйғурларни тонуштурған
2022.06.29

6-Айниң 25-28-күнлири түрк дуняси күлтүр вә мәдәнийәт мәркизи бурса шәһиридә түркий милләтләрниң мәдәнийитини тонутуш үчүн түрк дуняси балилар фестивали өткүзүлди.
Бу паалийәткә әзәрбәйҗан, қирғизистан, түркмәнистан вә молдава җумһурийитидики гагавузийә қатарлиқ дөләт вә районлардин кәлгән балилар иштирак қилған. Әмма бу фестивалда уйғур балилириму өз маһарәтлирини көрсәткән. Уйғур хәлқигә вакалитән
Истанбулдики таңнури тәлим-тәрбийә мәркизидин икки оқутқучи, 12 бала билән мәзкур фестивалға қатнашқан.
Бу паалийәт 3 күн давамлашқан болуп, паалийәткә мәркизи әнқәрәдә турушлуқ хәлқаралиқ түрк күлтүр тәшкилатиниң вәкили доктор җавид мөвсүмлү әпәнди, бурса шәһәрлик һөкүмәтниң баш катипи улаш ақхан әпәнди, ташқи мунасивәтләр ишханисиниң мудири әхмәт байхан әпәнди вә бурсадики яш-өсмүрләр, ата-анилар вә хәлқ аммисидин болуп көп санда киши иштирак қилған.
Бу паалийәткә қатнашқан миң әтрапидики яш-өсмүрләр қатаридин орун алған 12 уйғур балидин тәркиб тапқан өмәк уйғурларни тонуштуруп шеир декламатсийә қилғандин сирт, уйғур нахша-уссуллиридин орундиған. Улар шеир, нутуқ вә нахшилири арқилиқ уйғурларниң тарихи, миллий мәдәнийити вә һазир дучар болуватқан бесим, аталмиш “тәрбийәләш курси” намидики лагерлар һәққидә мәлуматлар бәргән.
Фестивални уюштурған бурса шәһәрлик һөкүмәтниң ташқи мунасивәтләр ишханисиниң мудири әхмәт байхан әпәнди зияритимизни қобул қилип, фестивал һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “миң әтрапида бала ата-анилири билән бирликтә бу күлтүр фестивалиға иштирак қилди. 5 Түркий җумһурийити вә уйғурлардин болуп 60 әтрапидики түркий хәлқниң яш-өсмүрлири қатнашти. Уларни бурса шәһирини екскурсийә қилдурдуқ. Түркий хәлқләрдин болған бу балиларға бурса шәһирини тонуштурдуқ. Һәр қайси дөләтләрдин кәлгән балилар өзара тонушти, бир-бириниң мәдәнийитини өгәнди. Болупму бурса хәлқи уйғур, қирғиз, түркмән, әзәрбәйҗан вә гагавузийәлик балилар орундиған сәнәт нумурлирини көрүп бәкла сөйүнди. Наһайити яхши паалийәт болди”.
Паалийәтни бурса шәһәрлик һөкүмәт билән бирликтә уюштурған түрксөй йәни хәлқаралиқ түрк күлтүр тәшкилатиниң вәкили доктор җавид мөвсүмлү әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “түрк дунясиниң һәр қайси җайлиридин миллий кийимлирини кийгән балилар бурсаға келип бу фестивалға қатнашти. Бурса хәлқигә миллий нахша-усуллиридин өрнәкләр көрсәтти. Болупму уйғур балилар декламатсийә қилған шеир вә улар орундиған нахша-уссуллар бурса хәлқиниң қаттиқ алқишиға еришти”.
2022-Йили түрк дунясиниң күлтүр пайтәхти дәп елан қилинған бурса шәһиридә өткүзүлгән түрк дуняси балилар фестивалиға иштирак қилған истанбулдики таңнури тәлим-тәрбийә мәркизиниң оқутқучиси турсунай ханим фестивалда уйғур балилириниң сама усулини ойнап, “уйғурмән” дегән шеирни декламатсийә қилип кишиләрниң зор алқишиға еришкәнликини билдүрди.
Таңнури тәлим-тәрбийә мәркизи 2017-йили қурулған болуп, қурулған күндин буян түркийәниң нурғун җайлирида һәр хил фестивал вә мурасимларға қатнишип уйғур сәнәт номурлири көрсәткән. Мәзкур мәркәзниң мудири шәмшинур ханим бу һәқтә мәлумат бәрди.