Оғлини чәт әлдә оқутқан вә чәт әлни зиярәт қилған нурахун розиниң 20 йиллиқ кесилгәнлики дәлилләнди
2023.12.21
Нөвәттә түркийәдики бир алюмин завутида инженер болуп ишләватқан 22 яшлиқ нурәли нурахунниң радийомизға бәргән гуваһлиқ баянатидин мәлум болушичә, дадиси уни 2015-йили 9-айда мисирға оқушқа әвәткән. Аридин 3 ай өткәндә у мисирға келип оғлини йоқлиған. Нурахун рози бу оғлини йоқлаш сәпиридә, юртидики тонушлиридин бириниң 12 яшлиқ балисиниму биллә елип чиқип, униң мисирда оқушиға ярдәм қилған. Нурахун рози қайтиш сәпиридә түркийәдә 2 һәптичә саяһәттә болған.
У юртиға қайтип барғандин кейин паспорти йиғивелинған, 2017-йили 4-айда лагерға елип кетилгән вә “чәтәлдә балисини оқутуш вә балисини оқутқанға ярдәм қилиш гунаһи” сәвәблик 20 йиллиқ кесиветилгән.
Нөвәттә күнәс түрмисидә җаза өтәватқан нурахун рози ғулҗа шәһәр кепәкйүзи йезисиниң ара мәһәллә кәнтидин болуп, биз кепәкйүзи йезилиқ сақчиханиға телефон қилип, униң әһвали һәққидә мәлумат соридуқ. Телефонимизни қобул қилған хадим, нурахунниң балисини оқутқанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди.
Илгирики ениқлашлиримизда, ғулҗа наһийә қарияғач йезисидики бирәйләнниң бир балисини динда оқутқанлиқи үчүн 7 йиллиқ, йәнә бирәйләнниң икки балисини динда оқутқанлиқи үчүн 14 йиллиқ кесилгәнлики айдиңлашқаниди. Мәзкур сақчи хадими, нурахунниң 20 йиллиқ җаза муддитиниң қандақ бир һесаб билән бекитилгәнлики һәққидә мәлумат берәлмиди. Йәнә илгирики ашкариланған бир қисим һөҗҗәтләрдә, хитайниң мисир, түркийә вә сәуди әрәбистан қатарлиқ 20 нәччә дөләтни “сәзгүр дөләтләр” дәп бекитип, бу дөләтләрни зиярәт қилип кәлгәнләрни қаттиқ назарәт қилғанлиқи яки тутқун қилғанлиқи, көп қисмини 5 йилдин он нәччә йилға қәдәр кәскәнлики мәлум болғаниди.
Мәзкур сақчи хадими өзиниң бу сақчиханиға йеңи икәнликини тәкитләп, бу “қанунсиз сәпәр” ниң нурахунниң җаза муддитини қанчилик узартқанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди.
Телефон зиярәтлиримиз давамида, нурахунниң күнәс түрмисидә җаза өтәватқанлиқиму дәлилләнди.
Дейилишичә, 2015-йили 14 яш вақтида, мисирға оқушқа чиққан нурәли, 2016-йили мисирда уйғур оқуғучиларниң хитайға қайтурулуш вәқәлиригә шаһит болған; 2017-йили аилиси билән алақиси пүтүнләй үзүлүп қалған. Өсмүр вақтидила һаятниң еғир сиясий вә иқтисадий синақлириға дуч кәлгән нурәли 2018-йили түркийәгә келип панаһланған. У түркийәдә турмуш вә оқуш йоллири үстидә издинип йүргән мәзгилидә, дадисиниң кесилип кәткәнлик хәвирини уққан. Нурәли бир мәһәл писхик җәһәттин еғир зәхмәт чәккән; арқидин дадисиниң төлигән бәдилигә, униң үмидини йәрдә қоймаслиқ билән җаваб бериш қарариға кәлгән. Нәтиҗидә 2019-йили түркийәдики сулайман демирәл университетиниң машинисазлиқ кәспигә имтиһан берип өткән нурәли, бу йил университетни әла нәтиҗә билән пүттүргән. У оқушиниң ахирқи йили пирактика қилған “ялчинлар алюмин” намлиқ чоң бир ширкәтниң завутиға инженер болуп хизмәткә чүшкән.
Дадисиниң делосини техиму мурәккәпләштүрүвәтмәслик хияли билән аилә әһвали һәққидә һазирғичә ахбаратқа мәлумат бәрмәй кәлгән нурәли, сүкүтниң һечқандақ ишқа яримиғанлиқини тонуғандин кейин, бүгүн бу гуваһлиқ баянатини елан қилған.
Юқирида, ғулҗа кепәкйүзи аһалиси нурахун розиниң оғлини чәтәлдә оқутқанлиқи вә чәтәлни зиярәт қилғанлиқи үчүн 20 йиллиқ кесилгәнликиниң дәлилләнгәнлики тоғрулуқ хәвәр бәрдуқ.