Келлий куррий ханим: “б д т ниң уйғур мәсилиси бойичә қарарнамә чиқиришида президент байденниң мәсулийити бар”

Мухбиримиз нуриман
2022.09.23
chris-smith-achliq-elan-qilghan-uyghur.jpg Ақсарайиниң алдида ачлиқ елан қилған лагер шаһитлирини авам палата әзаси крстофер симис вә американиң сабиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ муавин әлчиси келлий куррий ханим алаһидә йоқлиди. 2022-Йили 21-сентәбир, вашингтон.
Photo: RFA

21-Сентәбир күни америка президенти җов байден бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий кеңишидә сөзлигән йерим саәтлик нутуқида уйғур ирқий қирғинчилиқи вә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан инсанийәткә қарши җинайитини тилға алмиди. Нәқ ашу күни чүштин кейин, авам палата әзаси крстофер симис әпәнди вә американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ сабиқ муавин әлчиси келлий куррий ханим ақсарайиниң алдида ачлиқ елан қилған лагер шаһитлирини алаһидә йоқлиди. Лагер шаһитлири вә паалийәтчиләр, хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушиниң вирус баһаниси билән техиму еғирлишиватқанлиқини, американиң тиздин б д т кишилик һоқуқ кеңишидә уйғур мәсилисиниң рәсмий оттуриға қоюлуши үчүн бир қарарнамә чиқиришини тәләп қилғаниди.

Крстофер симис әпәнди, президент җов байденниң б д т омуми кеңишидә хитай һәққидә ейтқанлириниң наһайити аҗиз икәнликини тәкитлиди. Келлий куррий ханим, президент җов байденниң хәлқаралиқ чоң сәһнидә уйғур мәсилисини тилға алидиған наһайити чоң пурсәтни қолдин берип қойғанлиқиға әпсусланғанлиқини билдүрди.

Биз бу һәқтә келлий куррий ханим билән мәхсус сөһбәт елип бардуқ. Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.