Уйғур бокс маһири фаруқ турдан истанбул бокс мусабиқисидә чемпийон болди
2023.10.17
Уйғур бокс маһири фаруқ турдан 10-айниң 14-күни истанбулда өткүзүлгән бокс мусабиқисидә рәқибини мәғлуп қилип, 80 килограмлиқлар бойичә истанбул чемпийони болған. Буниң билән у түркийә бойичә өткүзүлидиған мәмликәтлик бокс мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришкән.
Фаруқ турдан 1994-йили 12-айниң 2-күни қазақистан җумһурийәтиниң алмута вилайити әмгәкчи қазақ наһийәси қизил шәрқ йезисида уйғур аилисидә дуня кәлгән. Әмгәкчи қазақ райони бүгүнки чиләк райони болуп, фаруқ шу йәрдә туғулуп чоң болған. У, 2012-йили чиләк районидики уйғур тили оттура мәктипини пүттүргәндин кейин, қазақистан саяһәт вә тәнтәрбийә академийәсигә оқушқа киргән. 2016-Йили мәктәпни пүттүргәндин кейин, бир тәрәптин ишләп, йәнә бир тәрәптин мәшиқ қилип, көп мусабиқиләргә қатнашқан. У 18 йешидин башлап боксурлуқ мәшиқини изчил давамлаштуруп кәлгән. Фаруқ турдан 2022-йили күздә истанбулға кәлгән.
Фаруқ турдан қазақистандики кәспий бокс кулублирида тәрбийиләнгән болуп, һазирғичә көп қетим чемпийон болған. У, 2023-йили 10-айниң 14-күни истанбулда өткүзүлгән бокс мусабиқисидә 80 килограмлиқлар ара елип берилған мусабиқидә 11 маһирниң ичидин 3 нәпәр түркийә чемпийонини йеңип, истанбулниң чемпийонлуқ лоңқисини алған.
Фаруқ турдан әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “мән алмутадин кәлдим, исмим фаруқ турдан. 14-Өктәбир өткүзүлгән истанбул бокс мусабиқисидә чемпийон болдум. Бу алдимиздики айларда өткүзүлидиған түркийә бокс маһирлири чемпийонлуқ мусабиқисигә алдин таллаш мусабиқиси иди. Мән бу қетим үч мәйдан мусабиқигә қатнаштим. Үч мәйдан мусабиқиниң һәммисидә йеңип чиқтим. 80 Килограмлиқлардин 11 нәпәр маһир мусабиқигә чүштуқ. Уларниң ичидин чемпийон болуп талландим. Биринчи рәқибим билән иккинчи рәқибим илгирики түркийә чемпийонлири иди. Үчинчи рәқибимни яхши тонумайдикәнмән, һәммисини йеңип, истанбул чемпийони болдум.”
Фаруқ турдан гәрчә қазақистанда туғулуп чоң болған болсиму, ана тилида раван сөзләп, өзиниң бокс һаятини қисқичә тонуштуруп өтти. У, өзи туғулуп чоң болған йезида бокс түридики тәнтәрбийә имканийити йоқ болғачқа, боксни бираз кечикип башлиған икән. У бундин кейин өзиниң түркийәдики мусабиқиләрдә утуп чиқип, дуня чемпийони болуш истикиниң барлиқини вә бу йолда тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тәкитләп өтти.
У истанбул бойичә бокс чемпийонлуқ лоңқисини қолиға алғандин кейинки һессияти һәққидә тохтилип, бокс мусабиқилириниң уйғур хәлқини вә уйғур мәдәнийитини тонуштурушта зор әһмийити барлиқини, уйғур хәлқигиму роһи җәһәттин күчлүк мәдәт беридиғанлиқини әскәртип өтти.
14-Өктәбир күни истанбулда өткүзүлгән бокс маһирлири чемпийонлуқ мусабиқисигә тамашибин болуп қатнашқан һәсәнҗан әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, фаруқ турданниң чемпийон болғанлиқидин күчлүк ғурур һес қилғанлиқини, униң улуғвар ғайигә вә күчлүк ирадигә игә бокс маһири икәнликини, кәлгүсидә униң дуня чемпийони болуп, уйғурларға шан-шәрәп кәлтүрүшини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Истанбулдики “уйғур тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийити” ниң рәиси ясир қариһаҗим зияритимизни қобул қилип, түркийәдики уйғур яшлири ичидә түрлүк тәнтәрбийә саһәлиридә нәтиҗигә еришиватқанларниң саниниң күнсайин көпийиватқанлиқини билдүрди. У, тәнтәрбийә саһәсидә көзгә көрүнүватқан уйғур яшлириниң түркийәдики уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки пүтүн дунядики уйғурлар үчүнму шан-шәрәп кәлтүрүватқанлиқини, түркийәдики уйғурларниң уларға мәниви җәһәттин һәр даим илһам берип келиватқанлиқини аңлатти.