“өзимиз кичик болсақму арзулиримиз бүйүк!”
2023.07.20
Алдинқи қетимлиқ сөһбәт программимизда муһаҗирәттә дәва сепигә қетиливатқан уйғур яшлиридин шиветсийәлик уйғур қизи гүлһаят мирзахмәт вә голландийәлик уйғур яш әхмәтҗан қасим билән сөһбәтләшкән идуқ.
Нөвәттә улар өзлири турушлуқ дөләтләрниң ахбарат қаналлири вә университетлирида уйғурларниң нөвәттики вәзийитини җанлиқ шәкилдә аңлитиватқанлиқи мәлум. Улар сөһбитимиз җәрянида дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғур яшлириниң уйғур дәвасиға қетилишиниң “таллаш” әмәс бәлки, “мәҗбурийәт” икәнликини билдүрүшкән иди.
Гүлһаят вә әхмәтҗанға охшаш яшлар дуняниң һәр қайси җайлирида бәзидә очуқ-ашкара, бәзидә пәрдә арқисида туруп уйғур давасиниң алға илгирилишигә һәссә қошуватқан болуп, бу хилдики яшларниң барғансери көпийиватқанлиқи мәлум.

Игилишимизчә, нөвәттә түркийәдә авангарт яшларни тәрбийәләш курси ечиливатқан болуп, муһаҗирәттә чоң болуватқан яшлардин уйғур давасиға көңүл бөлүватқан уйғур яшлири нуқтилиқ тәрбийәлинидикән. Қазақистанлиқ уйғур қизи шаһназ яқупува вә түркийәлик уйғур қизи маидә абдулһәмид әнә шу хил яшларниң җүмилисидиндур.
Биз бүгүнки сөһбәт программимизға бу яшларни тәклип қилдуқ. Улар өзлири техи кичик болсиму, йүрикидә бүйүк арзуларни сақлап келиватқан яшлар икән.
Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.