Дөрбилҗиндики җамаәт әрбаби давут абләтниң лагердики мәзгилидә бир қетим дохтурханиға апирилғанлиқи дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.03.29
Dawut-Ablet.jpg Абдуләһәд давут әпәндиниң дадиси давут абләт әпәнди.
RFA/Shöhret Hoshur

Австралийәдики ABC ахбарат агентлиқи өткән йили австралийәлик уйғур паалийәтчи абдуләһәд давутниң дөрбилҗиндики бир түркүм уруқ-туғқанлириниң лагерда икәнликини, бу тутқунлар арисида 69 яшлиқ дадиси давут абләтниңму барлиқини хәвәр қилған иди.

Йеқинда паалийәтчи абдуләһәд давутниң радийомизға билдүрүшичә, дадиси өткән йили 4‏-айда бир қетим лагердин дөрбилҗин наһийилик дохтурханисиға давалашқа елип чиқилған икән. У бу учурни шу күнләрдә мәзкур дохтурханида ағриқ йоқлиған бир дости арқилиқ уққан.

Мухбиримизниң бүгүн дөрбилҗингә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида абдуләһәдниң дадиси, йәни дөрбилҗиндә тонулған җамаәт әрбаби давут абләтниң өткән йили бир қетим лагердин дохтурханиға апирилғанлиқи түрмә хадимлири тәрипидин дәлилләнди. 

Мәлум болушичә, дөрбилҗин базарлиқ һөкүмәт шәһәр қурулуш ишханисиниң сабиқ мудири давут абләт алдинқи йилниң бешида намәлум сәвәб билән лагерға әкетилгән. Униң нөвәттә австралийәдә яшаватқан оғли, паалийәтчи абдуләһәд давутниң баян қилишичә, бу йил 69 яшларға киргән давут абләт дөрбилҗиндә җамаәтчилик ишлиридики актиплиқи биләнму тонулған. Давут абләт 2008‏-йили австралийәдики оғлини бир қетим зиярәт қилип барған, әмма саламәтлики яр бәрмигәчкә австралийәдин балдур айрилишқа мәҗбур болған. Давут абләтниң җамаәтчилик ишлири сәвәблик вә яки чәтәл зиярити сәвәблик тутулғанлиқи мәлум әмәс. 

Телефонимизни қобул қилған дөрбилҗиндики алақидар хадимлар давут абләтниң тутулуш сәвәби һәққидә ениқ мәлумат берәлмигән болсиму, әмма униң җамаәт әрбаби икәнлики вә нөвәттә тутқунда икәнликини инкар қилмиди. Йәнә бир хадим дөрбилҗиндә көп санда кишиниң лагерда икәнликини ишарәт қилиш билән бирликтә давут абләтниңму қолум-қошнилири билән бирликтә лагерда икәнликини ашкарилиди. 

Паалийәтчи абдуләһәд давутниң баян қилишичә, у дөрбилҗиндики мәлум бир тонуши арқилиқ дадиси давут абләтниң өткән йили 4‏-айда лагердин наһийилик дохтурханиға давалашқа әкилингәнлики вә шу дохтурханиниң 13‏-қәвитидики балнест бөлүмидә ятқанлиқидин хәвәр тапқан. Телефонимизни қобул қилған дөрбилҗиндики бир сақчи хадими давут абләтниң өткән йили бир қетим дөрбилҗин наһийилик дохтурханиға апирилғанлиқини дәлиллиди. Мәзкур хадим давут абләтниң дохтурханиға түрмидин апирилғанлиқи вә кейин йәнә түрмигә яндуруп әкилингәнликини ейтти.

Инкаслардин мәлум болушичә, түрмә билән лагерларниң арисида асасән дегүдәк пәрқ йоқлуқи, һәтта бәзи җайларда лагер шараитиниң түрмидинму еғир икәнлики сәвәблик кишиләрниң лагер билән түрмигә охшаш көздә қарайдиғанлиқи мәлум. Шуңа давут абләтниң нөвәттә растинила түрмидә икәнлики вә яки лагерда икәнлики мәлум әмәс. Униң саламәтлик әһвалиниң қайси дәриҗидә икәнликиму ениқ әмәс. 

Дадисиниң австралийәни зиярәт қилишиниң тутқунға баһанә қилинғанлиқ еһтималлиқини илгири сүргән абдуләһәд давут бу тутқунға дадисиниң миҗәзидики кәскинлик, хизмәт вә җамаәт ишлиридики һәққанийәтчиликиниңму сәвәб болуп қалғанлиқ еһтималлиқини әскәртиду. Абдуләһәд сөзиниң ахирида өзиниң австралийәдики һаяти һәққидиму қисқичә тохталди. Абдуләһәд 2002 ‏-йили австралийәгә кәлгән; бирқанчә йил мелборин шәһиридә турмуш һәләкчилики билән болған; 2009 ‏-йили адалай шәһиригә көчүп келип уйғур тәшкилатлирида вәзипә өтигән. Уйғур паалийәтлиригә арилашмиған чағлиридиму дөрбилҗиндики аилисиниң хитайниң аваричиликидин халий болалмиғанлиқини әскәрткән абдуләһәд давут, буниңдин кейинму п ‏-йили кәлгәнлики, бир мәһәл турмуш һәләкчиликидә болғанлиқи, 2009 ‏-йилидин башлап уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлиригә актип қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.