Алматаниң горний гигант мәһәллисидә уйғурлар иптар паалийити өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.08.05
almata-iptar-1.jpg Алматаниң горний гигант мәһәллисидә уйғурлар өткүзгән иптар паалийитидин көрүнүш. 2013-Йили 2-авғуст, алмата.
RFA/Oyghan

2-Авғустта уйғурлар алмата шәһириниң горний гигант мәһәллисидә җәм болуп, иптар зияпитини бирликтә өткүзди. Иптар давамида улуғ рамизан ейи мунасивити билән җай-җайларда уюштурулуватқан иптар паалийәтлириниң тәрбийиви әһмийити, бирлик, баравәрлик, шундақла бу улуғ күнләрдә бәзи мәмликәтләрдики мусулман қериндашларниң тартиватқан роһий вә җисманий азаблири һәққидә сөз болди.

Радиомиз зияритини қобул қилған заря востока мәһәллисиниң турғуни турсун һаҗим арзийеф мәзкур паалийәт һәққидә пикирлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.