Хитай қизил байриқи мәсчиттики меһрабқа есилди
2013.09.19
Радиомиз бултурдин буянқи хәвәрлиримиздә даириләрниң уйғур елидики бир қисим мәсчитләрниң һойлисиға вә мәсчит мунариға хитайниң дөләт байриқини есишни тәләп қилғанлиқи вә уйғур елидики мәсчитләргә хитай һөкүмитиниң қизил байриқини қадаш әһвалиниң барғанчә көпийип, уйғурларниң наразилиқини қозғиғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән идуқ. Әмма даириләр бу йил киргәндин буян һәтта уйғур елидики мәсчитләрниң меһрабиға хитайниң дөләт байриқини есиш буйруқи чүшүрүп, уйғурларни хитай байриқиға сәҗдә қилишқа мәҗбурлаватқанлиқи хәлқара мәтбуатларда ашкарилинип, ғулғула қозғиди.
18-Сентәбир күни әлҗәзирә телевизийисиниң мухбири массоуд хайоун “уйғурлар мәсчиттә хитай байриқиға йүзлинип намаз оқумақта” сәрләвһилик мақалисини елан қилинди. Мақалидә уйғур елиниң ақсу қатарлиқ җайлиридики мәсчитләргә есилған хитайниң дөләт байриқи вә мәсчиттә намаз оқуватқан уйғур намазханлириниң мусулманларниң “бир аллаға сәҗдә қилиш” әқидисигә пүтүнләй қарши һалда, һәрқандақ етиқадни чәкләйдиған хитай коммунист һөкүмитиниң бәш юлтузлуқ дөләт байриқиға сәҗдә қилишқа мәҗбур қилиниватқанлиқи баян қилинип, уйғурларниң наразилиқи оттуриға қоюлди.
Мақалиға “уйғурбиз” торида елан қилинған ақсу онсу наһийиси тохула йезиси қумбаш кәнти мәсчитиниң меһрабиға есилған қизил байраққа сәҗдә қиливатқан уйғур намазханлириниң рәсими кириштүрүлгән. Аптор бу рәсим һәққидә чүшәндүрүш берип, “нөвәттә уйғур районидики мәсчитләрдә хитай һөкүмитиниң бәш юлтузлуқ дөләт байриқи есилип, уйғур мусулманлири хитайниң дөләт байриқиға йүзлинип намаз оқушқа мәҗбур болмақта” дегән.
Мақалидә ақсу вилайәт онсу наһийә тохула йезисидики қумбаш мәсчитиниң меһрабиға есилған дөләт байриқиниң,бултурдин буян уйғур районида давамлишиватқан хитай һөкүмитиниң“динни қанунлаштуруш” һәрикити җәрянида есилғанлиқи илгири сүрүлгән.
Аптор бу һәрикәтниң елип берилишидики сәвәб һәққидә тохтилип, “мусулманларниң муқәддәс җайи мәсчиткә хитайниң дөләт байриқини есиш һәрикити, ақсу вилайити қатарлиқ җайларда елип бериливатқан “динни суслаштуруш, уйғур мусулманларниң дөләтни сөйүш еңини юқири көтүрүш” һәрикитидә есилған. Даириләр мәсчиткә байрақ есишни муқимлиқни қоғдаш, милләтләр иттипақлиқини күчәйтишниң васитиси дәп қариған. Шуңа даириләр ақсу вилайити тәвәсидики һәр қайси йеза-базарларға мәхсус хадим орунлаштуруп, мәсчитләргә байрақ есишқа мәсул қилған вә алақидар әһвалларни назарәт қилишқа буйруған” дегән баянларни бәргән.
Аптор бу мақалисини тәйярлаш җәрянида йәнә узундин буян уйғурларниң һоқуқ-мәнпәәтлирини қоғдашни тәшәббус қилип кәлгини үчүн,хитай даирилири тәрипидин сәзгүр шәхс дәп қарилип, көп қетим нәзәрбәнд қилинған хәлқарада тонулған уйғур зиялийси илһам тохти әпәндиниму зиярәт қилған.
Мақалидә илһам тохти әпәндиниң даириләрниң уйғурларға қаратқан бир қатар диний бастуруш һәрикәтлирини қаттиқ тәнқидләп дегән муну сөзлирини нәқил алған.
Илһам тохти мундақ дегән :“җуңгониң асаси қанунида, һечқандақ дөләт оргини, иҗтимаий гуруппа яки шәхсниң, динға етиқад қилғучи амминиң қануни һоқуқ мәнпәәтигә дәхли-тәруз қилиши вә нормал динни паалийәтлиригә тосқунлуқ қилишиға болмайду. Һечқандақ шәхс вә орган динни орунларға берип атеизм тәшвиқати елип барса болмайду, дәп бәлгиләнгән. Уйғурларниң динни һоқуқиға дәхли- тәрүз қилиш һәргизму яхшилиқтин бешарәт бәрмәйду вә җуңго һөкүмитигиму һечқандақ пайда елип кәлмәйду, бәлки әксичә үнүм берип, уйғурларниң һөкүмәткә болған наразилиқини қозғиши мумкин. Дөләт байриқи мәсчитниң муһити вә безилиши билән пәқәтла мас кәлмәйду, мәсчит ичигә байрақ есиш һәргизму уйғурларниң дөләт байриқиға болған садақити яки һөрмитини ашуралмайду. Байрақ һөрмәтлиниши керәк, әмма мәҗбурий васитиләр билән әмәс. Хәлқниң қәлбидики дини-етиқад техиму бәкрәк һөрмәтлиниши керәк, әмәлийәттә, мәсчиткә байрақ есишниң һечқандақ зөрүрийити йоқ.”
Илһам тохти әпәнди әлҗәзирә мухбириға дегән сөзидә йәнә, уйғурларниң нөвәттә хитай һөкүмити йүргүзүватқан диний җәһәттики бастуруш сияситигә болған наразилиқини һәр хил усулда ипадиләватқанлиқини билдүрүп, “даириләрниң бу хил қилмиши уйғурларниң наразилиқиға учрап кәлди, гәрчә бу наразилиқларниң көпинчиси аҗиз һәтта сүкүт ичидә болсиму, әмма хәлқниң наразилиқини көрмәскә селишқа болалмайду. Бизниң хәлқимиз һәргизму давамлиқ һалда сүкүт ичидә өз һоқуқидин ваз кечиверишкә рази әмәс, уларниң ғәзипи тешишини күтүш ақиланилик әмәс” дегән.
18-Сентәбир күни “уйғурбиз” торидиму ақсудики мәсчитләргә есилған хитайниң бәш юлтузлуқ дөләт байриқиниң уйғурларни нарази қилғанлиқи һәққидә хәвәр берилди.
“уйғур биз” ториниң хәвиридин мәлум болушичә, ақсу даирилири ақсуниң онсу, учтурпан қатарлиқ наһийилиридә динни затларни мәҗбурий һалда мәсчитләргә байрақ есишқа тәшкиллигән. Даириләр йәнә аталмиш диний затлардин һәр күндики тәблиғ сөзидә мәсчиттә һөкүмәтниң сиясәтлирини тәшвиқ қилишни тәләп қилған. “уйғурбиз” ториниң хәвиридә йәнә ақсу учтурпан наһийисиниң һөкүмәт даирилири өзи елан қилған санлиқ мәлуматлардин“ақсу учтурпан наһийисидә җәмий 422 мәсчит болуп,2012-йилға қәдәр арисидики 122 мәсчиткә байрақ есилған” дегән баянлар нәқил елип көрситилгән.