Қарамай шәһиридә һиҗапланған аялларға зәрбә бериш давамлашмақта
2014.08.13

Игиләнгән учурлардин мәлум болушичә, қарамай шәһиридә 8-айниң 8-күнидин 20-күнигичә өткүзүлидиған уйғур аптоном райониниң 13-нөвәтлик тәнһәрикәт мусабиқиси саһибханилиқини зиммисигә алған қарамай шәһири мусабиқиниң бихәтәрлики нами астида уйғурларға болған назарәт вә тәкшүрүшни күчәйтиш билән биргә яғлиқ чәккән вә һиҗапланған аялларға қарита зәрбә беришни давамлаштурған.
Йәрлик кишиләрниң билдүрүшичә яғлиқ артқан аяллар, сақал қойған әрләрни, һәмдә ай юлтузлуқ майка кийингәнләрни коча аптобусларға чиқармаслиқ, һәр бир коча аптобус бекитигә қаранчуқларни орунлаштуруш йолға қоюлған болуп, улар сақал қойған, яғлиқ артқан уйғурларни көргән һаман сақчиларға хәвәр қилип тутқин қилишиға мәсул болидикән.
Биз тәпсилий әһвал игиләш үчүн қарамай шәһиригә телефон қилип, шәһәр аһалилиридин мәлумат алдуқ.
Телефонимизни қобул қилған бир ханим қарамай шәһиридә яғлиқ артқан аялларға зәрбә бериштә көргән вә аңлиғанлирини билдүрди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.