Уйғурлар әнқәрәдә катта иптар зияпити бәрди
2013.08.05
4-Авғуст күни әнқәрәдики уйғурлар аммиви тәшкилат рәһбәрлири вә уйғурларниң достлириға катта иптар зияпити бәрди. Бу иптар зияпитигә түрк аммиви тәшкилатлири мәсуллири билән бирликтә қирғиз, афғанистандин кәлгән түркий милләтләрниң аммиви тәшкилатлири мәсуллири, әзәрбәйҗан аммиви тәшкилатлири мәсуллири, уйғурларни қоллап келиватқан түркләр вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти. Иптар зияпитидә дастиханға чөчүрә, самса, полуға охшаш ләзиз уйғур тамақлири тартилди. Зияпәт ахирида зияпәт әһли қурани керим оқуп уйғурларниң әркинлики йолида җенидин айрилған шеһитләр роһиға атап дуа қилишти.
Иптар җәрянида шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси хәйруллаһ әфәндигил әпәнди уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә қисқичә мәлумат бәрди. Биз иптар җәрянида иптарға иштирак қилған кишиләргә микрофонимизни узаттуқ.