Австралийәдә мәрһум һүсән һәсән әпәндиниң роһиға атап қуран тилавәт қилинди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.12.09
husen-hesen.jpg Пидакар бағвән, шәрқий түркистан дәвасиниң һармас қәһримани һүсән һәсән әпәнди һаят вақтидики сүрити. 2014-Йили мюнхен.
RFA/Qutluq

7-Декабир австралийәниң сидней шәһиридики уйғурлар бир йәргә җәм болуп, пидакар паалийәтчи, маарипчи, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси мәрһум һүсән һәсән әпәнди вапатиниң қириқини хатириләш мунасивити билән униң роһиға атап қуран тилавәт қилиш вә мәрһумниң һаят вақтидики иш-излирини әсләш паалийити елип барған.

Мәрһум һүсән һәсән әпәнди бу йил 30-өктәбир кесәл сәвәби билән сидней шәһиридә аләмдин өткән болуп, у, өзиниң һиҗрәттики қисқиғинә һаяти җәрянида муһаҗирәттики уйғур давасиға маддий вә мәниви җәһәтләрдин өчмәс төһпиләрни қошқан. У, шундақла австралийәгә уйғур елидин көчмән болуп чиққан көплигән вәтәндашларға қолидин келишичә ярдәмдә болған.

Мәрһумни хатириләш паалийити қуран кәрим тилавити билән башланған болуп, паалийәткә уйғур зиялийси султан рустәм риясәтчилик қилған.

Паалийәттә йәнә, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмтимин әла, мәрһумниң рәпиқиси гүлистан ханим вә шундақла униң йеқинлиридин аблиз әпәндиләр сөз қилған.
японийәдики ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири мәрһум һүсән һәсән әпәндиниң роһиға атап өткүзүлгән қуран тилавәт қилиш вә әсләш паалийити һәққидә мәлумат бериду.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.