Қарамайда яшларни һидайәткә башлиғучи муһәммәтҗан абдулла (3)

Ихтиярий мухбиримиз иһсан
2014.12.15
muhemmetjan-abdulla-qaramay-305.jpg Қарамай шәһиридики яшларниң ислам динини чүшинишигә ярдәм берип диний тәшвиқат тәрбийисини мувәппәқийәтлик елип барған дәвәтчи мәрһум муһәммәтҗан абдулла.
RFA/Éhsan


Муһәммәтҗанниң 1999 - йили турмидин чиққандин кейинки әһвали, қарамайға йәнә қайта келип турмуш қурғанлиқи вә йәнә дәвәт ишлири билән шуғулланғанлиқи һәққидә тохталған абдулла әпәнди, хитай йәрлик даирилириниң уни хәтәрлик унсур дәп нуқтилиқ көзитиш обикти қилип тәкшуруш арқилиқ 2005 - йили иккинчи қетим қолға алғанлиқини баян қилди.

Униң ейтишичә, хитай қанун органлири муһәммәтҗанни қанунсиз диний тәшвиқат вә диний тәрбийиләш ишлири билән шуғулланған дәп әйибләп әмгәк билән өзгәртиш үчүн үч йиллиқ қамаққа һөкүм қилған. У, түрмидики қийин - қистақлар нәтиҗисдә еғир дәриҗидә йүрәк кесилигә гириптар болуп, сиртта давалиниш үчүн кепиликкә қоюп берилгән.

2006 - Йили юрәк опратсийәси қилинған, у, саламәтлики азрақ әслигә кәлгәндин башлап, изчил турдә диний тәшвиқ вә оқу - оқутуш ишлири билән шуғулланған. 2010 - Йили йил ахирида йүрәк кесили сәвәби билән вапат болған.

Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.