Қарамайда яшларни һидайәткә башлиғучи муһәммәтҗан абдулла (1)
2014.12.08

Қарамай шәһиридики яшларниң ислам динини чүшинишигә ярдәм берип диний тәшвиқат тәрбийисини мувәппәқийәтлик елип барған дәвәтчи мәрһум муһәммәтҗан абдулла 1975-йили хотән шәһири гума наһийиси қара тағир йезисида бир диндар аилидә дуняға кәлгән.
1994-Йилиниң ахирида у ислам динини тәшвиқ қилиш, уйғурларни тоғра диний етиқад чүшәнчисигә игә қилиш үчүн қарамай шәһиригә кәлгән.
У алди билән кишиләр билән тонушуш үчүн навайханида, ушшақ тиҗарәт билән шуғуллинип қарамай шәһириниң җәрәнбулақ районида бир мәзгил турған. Бу йәрдә бир нәччә өсмүр балиларниң қуран саватини чиқирип тәрбийиләш елип барған.
1995-Йили йилниң бешида қарамай шәһиридики абдулла исимлик яш билән тонушуп, қарамай шәһиридә диний тәшвиқ паалийитини елип барған.
Абдулла муһәммәтҗан билән тонушуп, уни устаз тутуп диний билимләрни игилигән вә изчил түрдә муһәммәтҗан билән биргә диний дәвәт ишлири билән шуғулланған.
Биз муһәммәтҗан абдулла тоғрилиқ тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн һазир мәлум бир дөләттә яшаватқан, шаһит абдуллани телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ. У, мәрһум муһәммәтҗан абдулланиң иш паалийәтлирини тонуштуруп өтти.