Уйғур оқуғучилар: “өзини туңган дәп атиған хитай оқуғучилар хәлқаралиқ оқуғучилар учришишида хитайни тонуштурди”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.05.14
xelqaraliq-oqughuchi-uyghur-bolmesi.jpg 7-Нөвәтлик хәлқаралиқ оқуғучилар учришишиға уйғур оқуғучилар бир бөлмә ечип уйғурларни вә уйғур мәдәнийитини тонутти. 2014-Йили май, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә өткүзүлгән 7-нөвәтлик хәлқаралиқ оқуғучилар учришишиға уйғур оқуғучиларму бир бөлмә ечип уйғурларни вә уйғур мәдәнийитини тонутти. Бу көргәзмидә тунҗи қетим өзлирини туңган дәп атиған оқуғучилар мәхсус бөлмә ечип хитайни, шундақла хитай мәдәнийитини тонутқан. Бу көргәзмигә қатнашқан уйғур оқуғучилардин салаһәттин қәшқәрли әпәнди уларниң туңганлиқидин гуманланғанлиқини, чүнки дуня мусулман оқуғучиларниң учришишида хитай дөлитини, хитай күлтүрини тонутқанлиқи, уларниң туңганларниң мәдәнийити вә башқиларни тонутмиғанлиқини әскәртти.

Әнқәрә яшлар бағчисида өткүзүлгән бу учришишниң ечилиш мурасимиға түркийә баш министирлиқи тармиқидики чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси мудири қудрәт булбул әпәнди, бу паалийәтни уюштурған асма көрүк хәлқаралиқ оқуғучилар җәмийити рәиси әрхан халичи әпәнди, кадирлар уюшмиси, ишчилар уюшмисиға охшаш көп санда уюшминиң мәсуллири қатнашти вә сөз қилди.

Қурани кәрим тилавити билән башлиған бу мурасимниң ечилиш нутқини дуняниң һәр қайси җайлиридин оқуғучиларни әкелип түркийәдә оқуватқан чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси мудири қудрәт булбул әпәнди қилди.

У нутқида түркийәдә 55 миң чәтәллик оқуғучи оқуватқанлиқини, буларниң ичидин 13 миң оқуғучиға түркийә дөлитиниң оқуш пули бериватқанлиқини, буниң түркийәниң иқтисадий тәрәққиятиниң қайси сәвийигә йәткәнликини көрүвалғили болидиғанлиқини баян қилди.

Бу паалийәтни уюштурған асма көрүк җәмийитиниң рәиси әрхан халичи әпәнди бу паалийәтниң 10-майдин 12-майғичә түркийәниң нурғун шәһәрлиридә бирла вақитта өткүзүлгәнликини, әнқәрәдики паалийәткә 50 дөләттин кәлгән оқуғучиларниң бөлмә ечип өз мәдәнийитини вә дөлитини тонутидиғанлиқини баян қилди.

Бу қетимқи көргәзмидә тунҗи қетим хитайдин кәлгән оқуғучиларниң өзини туңган дәп тонутуп бөлмә ечип хитайни, хитай мәдәнийитини тонутуши уйғурларниң наразилиқини вә гуманини қозғиди. Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу паалийәтни уюштурған әрхан халичи әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

Әрхан халиҗи әпәнди, хитайдин кәлгән бир гуруппа оқуғучиниң хитайдики мусулманларни тонутимиз дәп илтимас қилғанлиқини уларға бөлмә ечип бәргәнликини баян қилип мундақ деди:
“хитайдин кәлгән оқуғучилардин бундақ бир тәклип кәлди. Бизму хурсән болдуқ, чүнки хитайдиму мусулманларниң барлиқини бизгә тонуштурмақчи болди. Бизму уларға бөлмә ечип бәрдуқ. Хитайдики мусулманларни бизгә тонутти.”

“әрхан халичи әпәнди, мән игилигән мәлуматларға асасланғанда бу оқуғучилар хитайдики мусулманларни әмәс, хитай дөлитини тонутупту буниңға қандақ қарайсиз?” дегән соалимға у мундақ җаваб бәрди:
“биз хитай мәдәнийитини тонутуш үчүн әмәс, үммәтни, йәни мусулманларни учраштуруш үчүн бу паалийәтни өткүздуқ. Хитай бөлмисидиму мусулманларни тонуштурсун дәп күч чиқардуқ.”

Әрхан халичи “уйғурларниң һазир диний етиқад әркинлики йоқ, сиз буниңға қандақ қарайсиз?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди.
“дуняниң нурғун дөлитидә мусулманлар зулумға учраватқинидәк шәрқий түркистандиму зулум давамлашмақта. Биз аммиви тәшкилат болуш сүпитимиз билән наразилиқ билдүримиз. Биз бир мусулман болуш сүпитимиз билән дуняниң қәйиридә бир инсан зулумға учриса униңға ярдәм қилишимиз керәк. Хитайниң шәрқий түркистан мусулманлириға елип бериватқан зулумини аңлап көңлимиз бәкла йерим болиду. Мән бу зулумниң балдуррақ түгишини тиләймән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.