Японийәдә өткүзүлгән исламий тәрбийә өгиниш курсида уйғур мәсилиси аңлитилди
2016.09.20

17-Сентәбирдин 19-сентәбиргичә, японийәниң яманаши өлкисиниң кавагучико саяһәт районида өткүзүлгән исламий тәрбийә өгиниш курсида уйғур мәсилиси аңлитилған.
Токйодики отсука ислам мәркизидин игилишимизчә, мәзкур мәркәзниң уюштуруши билән елип берилған 14-қетиқлиқ отсука мәсчити исламий тәрбийә өгиниш курсиниң паалийитидә японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим курсиниң әң ахирқи күнидики паалийәттә бир саәткә йеқин уйғур елидики уйғур мусулманлириниң омумий сиясий вәзийитидин тәпсилий доклат бәргән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим бу һәқтә тохталди.
Зияритимизни қобул қилған япон мусулманлиридин ниши уйғурлар һәққидики доклат һәққидә тохтилип: “доклаттин уйғурларниң исламий етиқадлириниң қанчилик дәриҗидә хитай компартийиси тәрипидин дәпсәндә қилиниватқанлиқидин хәвәрдар болуп, хитай компартийисигә болған нәпритимиз техиму ашти” деди.
Турмуһәммәт һашим доклатида йәнә хитайдики диний зулумдин қечип бир қисим дөләтләргә панаһлиқ тиләп чиққан уйғурларни шу дөләтниң иқтисадий нәпни көзләп хитайға қайтуруп бәргәнлики тоғрисидиму қисқичә тохталған.
Исламий тәрбийә курсиға қатнишиватқан тәйвән мусулманлиридин мустафа турмуһәммәт һашимниң доклати һәққидә тохтилип: “мән тәйвән мусулманлиридин. Бүгүн мән диний қериндишим болған уйғурларниң хитай компартийисиниң диний зулумлириға учратқанлиқидин хәвәрдар болдум. Мән уйғурларниң тезрәк зулумдин қутулуши үчүн дуа қилимән. Шуңа уйғурларниң барлиқ елип бериватқан қаршилиқ һәрикәтлири хитай компартийисиниң зулумиға қарши һәрикәтләрдур” деди.
Турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, униң доклатидин кейин бир қисим аңлиғучилар ислам дунясиға уйғур елидики уйғур мусулманлири тартиватқан зулумларниң тәпсилий аңлитилмаслиқиниң сәвәблири тоғрисида көплигән соалларни оттуриға қоюш билән биргә өзлириниң буниңдин кейин уйғур давасиға йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқини билдүрүшкән.
Ахирида зияритимизни қобул қилған мәзкур исламий тәрбийә курсиниң мәсуллиридин пакистанлиқ қурәш уйғурлар һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән шәхсән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң әһвалини толуқ билгәнликим үчүн даим уларға дуа қилип кәлдим. Бүгүнки уйғурлар һәққидики доклаттин кейин уйғурларниң хитай компартийисиниң зулумиға учраватқанлиқидин ибарәт бу паҗиәдин ислам дунясидики мусулманларниң немә үчүн хәвәрсиз қиливатқанлиқи тоғрисида көплигән бәс-муназириләр елип берилди. Иншалла ишинимәнки буниңдин кейин биз барлиқ мусулманлар уйғур мусулманлириниң әһвалини ислам дунясиға аңлитишқа тиришимиз”.
Токйодики отсука мәсчитидин игилишимизчә, мәзкур мәсчит һәр йили күз пәслидә японийәниң яманаши өлкисиниң кавагучико саяһәт райондики мәхсус иҗаригә елинған меһман-сарайда японийә мусулманлири үчүн үч күнлүк исламий тәрбийә өгиниш курси паалийити елип баридикән. Бу курста ислам нәзәрийиси, ислам дуняси, ислам ғайиси тоғрисида дуняниң һәр қайси җайлиридин тәклип қилинған ислам алимлири вәз-нәсиһәт сөзләйдикән вә шуниң билән биргә мусулманлар дунясиниң кәлгүси тоғрисида илмий бәс-муназириләр елип берилидикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.