Пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң қурбан һейтлиқ хәйри сахавити давамлашмақта
2016.09.15

Пакистан равалпинди шәһиридики өмәр уйғур вәқпи узундин буян өзиниң түрлүк сиясий вә иҗтимаий паалийәтлири билән муһаҗирәттики уйғур җамаитигә тонулуш билән биргә, һәр йили рамизан вә қурбан һейт байрамлирида елип бериватқан хәйри сахавәт йәткүзүш паалийити биләнму пакистандики җүмлидин чәтәлләрдики уйғурларниң алқишиға еришмәктә.
Игилишимизчә, 13-сентәбирдин башлап пакистанниң равалпинди шәһиридики өмәр уйғур вәқпи қурбан һейт мунасивити билән уйғурларға хәйри сахавәт йәткүзүш паалийитини башлиған болуп, улар һейтниң биринчи күни пакистанниң тағлиқ райони болған гилгит шәһиридики вә афғанистандики бир қисим уйғурларға өзлириниң қурбан һейтлиқ меһри сахавитини йәткүзгән.
Қурбан һейтниң иккинчи күнидики хәйри сахавәт паалийитигә җиддий тәйярлиқ көрүватқан өмәр уйғур вәхпиниң мәсули өмәрҗан зияритимизни қобул қилип өзлириниң узундин буян һейт - байрамларда бу хилдики хәйри сахавәт паалийитини елип бериватқанлиқи вә буниңдин кейинму давамлиқ һалда елип баридиғанлиқи тоғрисида тохталди.
Пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң бүгүнки бу паалийитигә иштирак қиливатқан мәмәтҗан әпәнди паалийәт һәққидә тохталди.
Өмәр уйғур вәхпиниң хадимлиридин әкбәр зияритимизни қобул қилип түркийәниң и х х инсаний ярдәм вәхпиниң маддий ярдими билән елип бериливатқан хәйри сахавәт паалийитиниң пакистанда ялғуз уйғурларғила әмәс, бәлки йәрлик хәлқләргиму ортақ һалда елип берилидиғанлиқини вә шундақла бу паалийәтниң йәнә бир қанчә күн давам қилидиғанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған равалпиндидики уйғурлардин мәмәт турсун әпәнди өмәр уйғур вәхпиниң бу хилдики сахавәт паалийитидин пакистандики уйғурларниң толиму мәмнун болуватқанлиқини илгири сүрди.
Мәлум болушичә, пакистандики өмәр уйғур вәқпи йеқинда афғанистанниң мазар шәриф шәһиридә мәхсус ишхана тәсис қилип, афғанистандики уйғурларниң ана тилини өгинишигә вә уларниң түрлүк мәдәний паалийәтлиригә ярдәмләрдә болушқа башлиған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.