Газ қачилаш понкитлиридики “чәкләш вә чәктин ашқанлар”
2013.06.12
Йеқиндин буян ихласмәнлиримиздин келиватқан наразилиқ инкаслириға қариғанда, хитай даирилириниң уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики диний түстә кийингән йәни ропаш аялларға қаритилған түрлүк чәклимиләр, кәмситишләр уларниң түрлүк иҗтимаий мулазимәтләрдин бәһримән болуш һәқ-һоқуқлириға таҗавуз қилиш дәриҗисигә йәтти. Уйғур елиниң бәзи җайлиридики аптомобилға газ вә май қачилаш понкитлириға“ропаш аялларни селип кәлгән аптомобилларға газ қачилап берилмәйду,ропаш аялларниң газ понкитимизға кириши мәний қилиниду...” дегәндәк агаһландурушлар чаплап қоюлған. Бу һәқтә игилигән мәлуматлиримиздин, газ понкитлирида ропаш аяллар чәкләшкә учраватқан бир пәйттә, иҗтимаий әхлақ вә уйғур миллий әхлақиға яд қилмишларниң көзгә челиқиши гәвдилик селиштурма һасил қиливатқанлиқи вә буниң уйғурларда күчлүк наразилиқ қозғаватқанлиқи мәлум болди.
Уйғур елиниң бәзи җайлиридики газ қачилаш понкитлириға ропаш аялларниң киришини чәкләш һәққидә агаһландуруш чапланғанлиқи һәққидә аңлиғучилиримиздин кәлгән инкасқа асасән, биз уйғур елиниң охшимиған җайлиридики аптомобилға газ вә май қачилаш понкитлириға телефон қилип көрдуқ, қәшқәр шәһәр ичидики бир уйғур тәрипидин ечилған газ понкитиниң хадими, бу понкитқа ундақ бир уқтуруш чапланмиғанлиқи әмма “қалаймиқан диний паалийәтләр билән шуғулланмаслиқ һәққидә агаһландуруш барлиқини билдүрди.
Қәшқәрниң поскам наһийисидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур аял болса һазир қәшқәрниң һәммила йеридә, һәтта дохтурханилардиму шундақ агаһландуруш барлиқини, өзиниңму яғлиқ атидиғанлиқи, йеқиндин буян аптомобилға газ қачилаш орунлириниңму шундақ чәклимиләр арқилиқ ропаш аялларға мулазимәт қилишни рәт қиливатқанлиқи үчүн техи алғили икки йил болмиған аптомобилиниму сетишқа мәҗбур болуватқанлиқини билдүрди :
Биз йәнә үрүмчидики газ понкитлиридин мәхсус ропаш аялларға қарита чәклимә барлиқини сорап көрдуқ, үрүмчидики җуңго тәбиий газ баш ширкити газ қачилаш понкитиниң бир хитай хадими бундақ бир чәклимини аңлимиғанлиқини билдүрди.
Үрүмчи шәһәр ичидики йәнә бир газ қачилаш понкитиниң бир уйғур хадими зияритимизни қобул қилип, үрүмчидә ропаш аялларға қарита ундақ ашкара чәклимиләр йоқлуқини, әксичә газ понкитлириға йерим кечиләрдә есил машиниларға олтуруп түрлүк йосунларда йерим ялиңач кийгән назининларниң вә бәзилириниң мәст һалда бирлиригә һәмраһ болуп йүрүшлириниң бәкрәк көзгә чениқиватқанлиқини, иҗтимаий әхлаққа, уйғурларниң йүз абруйи вә шәһәр мәдәнийәт муһитиға тәсир көрситиватқан бундақ кишиләрниң һечқандақ йәрдә чәкләнмәй әркин йүрүшини қобул қилалмайватқанлиқини, үрүмчи җәмийитидә бу хил сәлбий әһвалларниң йеқинқи бир икки йилда әвҗ еливатқанлиқини баян қилди.