Хотән тәвәсидики ашханиларниң рамизан мәзгилидә нормал тиҗарәт қилишқа мәҗбур қилинғанлиқи ашкара болди
2016.06.23
Игилишимизчә, бу йиллиқ рамизан башланғандин буян, хотән тәвәсидики мусулманчә ашханиларниң нормал тиҗарәт қилишқа буйрулғанлиқи, ашхана хоҗайинлириниң күндүздә һәрқандақ сәвәб билән ашханини тақап қоюшиға болмайдиғанлиқи уқтурулған.
Хитай һөкүмити бу йиллиқ рамизан һарписида “шинҗаңниң диний әркинлик әһвали” намлиқ ақташлиқ китаб елан қилип, уйғур аптоном районидики мусулманларниң диний етиқад әркинликигә толуқ капаләтлик қилинғанлиқини җакарлиған иди.
Һалбуки, рамизан мәзгилидә уйғур елидин елинған нәқ мәйдан учурлири даириләрниң мәзкур ақташлиқ китабидики баянлириниң чирайлиқ ибариләргә толған қәғәз йүзидики “сиясий тәшвиқат” икәнликини ашкара қилмақта.
Биз радийомизға кәлгән учурларға асасән хотән тәвәсидики сақчиханиларға телефон қилип, рамизан мәзгилидә әгәр ашханилар тиҗарәттин тохтиса ашхана игилиригә җәриманә қоюлидиған яки қоюлмайдиғанлиқини сүрүштүрдуқ.
Хотән қарақашниң ақсарай йезилиқ сақчиханиси зияритимизни қобул қилған болсиму, әмма рамизан мәзгилидә ашханиларға болған чәклиминиң бар-йоқлуқи һәққидә учур бериштин өзини қачурди. Әмма мәзкур сақчи тәвәликтики оқуғучилар билән партийә әзалириниң намаз оқуш, роза тутуш ишлириға нисбәтән өзлириниң һәр вақит диққәттә туридиғанлиқини билдүрди.
Биз бу һәқтә йәниму илгирилигән һалда учур игиләш үчүн хотән шәһиридә олтурушлуқ мәлум бир тиҗарәтчигә телефон қилдуқ. У зияритимиз җәрянида хотәндики ашханиларниң рамизан мәзгилидә бирдәк тиҗаритини давамлаштурушқа уқтуруш қилинғанлиқини, әгәрдә ашхана игилири тиҗарәттин вақтинчә тохтиса тиҗарәт кинишкиниң тартивелинип, ашханисиниң печәтлинидиғанлиқини билдүрди.
Биз арқидин хотән вилайитиниң керийә наһийәсигә қарашлиқ мәлум оттура мәктәпниң илмий мудириға телефон қилдуқ. У телефон зияритимиз җәрянида мәктәп оқуғучилириниң рамизан мәзгилидә қаттиқ контрол қилиниватқанлиқини, һечкимниң җүмә намизиға қатнишишиға вә роза тутушиға йол қоюлмайдиғанлиқини билдүрди.