Атәш юртидики розидарниң бир күни

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.07.02
turpan-meschit-ramazan.jpg Турпандики емин мәсчитидә турған уйғур. 2013-Йили 27-июн.
AFP

Рамзан ейи киргән йеқинқи икки күндә, уйғур елиниң көп қисим җайлирида юқири температурилиқ һаварайи көрүлди болупму дунядики күн әң тик чүшидиған ойманлиқ һесабланған атәш юрти турпанниң болса, бир һәптидин буян уда 40 селсийә градустин ешип кәтти, 2- июл турпанниң һава температуриси күндүзи 41 селсийә градус, кечиси 27 селсийә градус болуп, юқири температурилиқ муһитта бир яқтин роза тутуп, йәнә бир яқтин җапалиқ деһқанчилиқ әмгикини қиливатқан уйғурлар, 17 саәткә созулған уссузлуқ вә ачлиққа қандақму бәрдашлиқ бериватқанду? бир күнни немиләрни қилип қандақ өткүзидиғанду?

Турпан шәһиригә қарашлиқ астанә йезиси бағвәнчилик кәнтидә олтурушлуқ розидар, сәйдихан ана, қизиқиш ичидики соаллиримизға җаваб бәрди.

Атәш юртидики деһқанларниң рамизандики һаятиға қизиқсиңиз, юқиридики аваз улиниши арқилиқ, мухбиримизниң сәйдихан ана билән өткүзгән рамзан сөһбитигә иштирак қилғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.