Доктор абдулһәмит авшар: хитай уйғурларни ассимилятсийә қилиш үчүн диний етиқадиға һуҗум қиливатиду
2016.06.16
Түркийәдә чиқидиған “һәқиқий һаят” дегән журналниң бу айлиқ санида: “хитай уйғурларни ассимилятсийә қилиш үчүн диний етиқадиға һуҗум қиливатиду” дегән темида бир зиярәт хатириси елан қилинди. Бу зиярәт хатириси “һәқиқий һаят” журнилиниң мухбири мәһмәтимин талашниң, шәрқий түркистан вәхпиниң муавин рәиси доктор абдулһәмит авшар билән уйғур мәсилиси тоғрисида елип барған сөһбәт хатирисини өз ичигә алған.
Зиярәт хатирисидә хитай һакимийитиниң рамзан ейиниң башлиниши билән тәң өткән йилдикигә охшаш бу йилму уйғур мусулманлириға чәклимә қойғанлиқи, хитай сақчилири алдиға кәлгән һәр қандақ уйғурни сораққа тартиватқанлиқи, кадирлар, оқуғучилар, әскәрләр, ишчи - хизмәтчиләрниң роза тутушиниң чәкләнгәнлики билдүрүлди.
Зиярәт хатирисидә йәнә, рамзан мәзгилидә уйғурлар ачқан йемәклик дуканлириниң тақалмастин очуқ тутушқа мәҗбурланғанлиқи билдүрүлди.
Зиярәт хатирисидә йәнә тайландта тутуп турулуватқан уйғурларму тилға елинған болуп, хитайниң бесим сиясити нәтиҗисидә тайландқа қечип панаһлиқ тәләп қилған уйғурларниң сәвәбсиз бигунаһ һалда түрмигә қамалғанлиқи ипадиләнгән.
Доктор абдулһәмит авшар мухбирниң уйғурлар тоғрисидики соалиға җаваб берип мундақ деди: “хитай уйғурлардин вә мусулманлардин қорқиду, шуниң үчүн уйғурларни бир шәклидә контрол астида тутушқа урунмақта. Уйғурлар мусулманлиқ етиқадини давам қилған муддәткичә уларни ассимилятсийә қилиш мумкин әмәс. Шуниң үчүн хитай уйғурларниң динини йоқитишни мәқсәт қилмақта.”
Биз бу зиярәт хатирисини чөридигән асаста шәрқий түркистан вәхпиниң муавин рәиси доктор абдулһәмит авшарни зиярәт қилдуқ.
Доктор абдулһәмит авшар уйғурлар тоғрисида сориған бир қатар соаллиримизға әтраплиқ җаваб бәрди.
Бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини авазлиқ улиништин аңлиғайсиләр.